Зәбур 69:1—36

Хор башчисиға. «Лалигулләр» аһаниға. Давутниң нахшиси. 69  Худайим, мени қутулдурғина, Чүнки сулар мени бесивалди,   Дәһшәт сазлиқта чөкүватимән, пут тирәп туридиған Җай йоқ. Сулар чоңқурлиғида болуватимән Вә долқунлар мени япмақта.   Мән вақирап һардим, гекитигим қуруп кәтти. Тәңримни күткәч, көзлирим тутулди.   Сәвәпсиз маңа өч болғанларниң сани чачлиримдин Тола. Ялғанчи-дүшмәнлирим көпийип күчләнди, Алмиған нәрсини мениңдин тәләп қиливатиду.   Илаһим! Сән наданлиғимни билисән вә әйивим Сениңдин йошурунған әмәстур.   Йәһва Сәрдар! Саңа үмүт мән үчүн артқанлар Зади иза тартмисунчу! Исраил Худаси, Сени издигәнләр мәндин шәрмәндидә қалмисун.   Сәвәви, Сениң үчүн мән мәсхирә қилиниватимән Вә үзүмни номус басмақта.   Өз қериндашлирим үчүн мән ят болдум вә Анамниң оғуллириға Мусапирдәк болдум.   Чүнки өйүң үчүн қизғинлиқ мени йәватиду, Сени һақарәтлигәнләрниң Ләнәтлири маңа тегиватиду.  10  Мән жиғлап, роза тутуватимән, Шуниму маңа әйипкә қоюватиду.  11  Кийим орнида қап кийсәм, улар Үчүн һәзил-чақчақ болуватимән.  12  Мән тоғрисида дәрвазилар қешидики бәгләр Сөзләватиду, һарақкәшләр мән һәққидә Мәс нахшиларни ейтиватиду.  13  Мән Саңа, Йәһва, дуа қилимән. Маңа рәһимдиллиқ Көрситидиған вақит кәлгәнду, Сениң улуғвар Вапа сөйүмиңгә бола аңлиғина. Җавап берип, ниҗатлиғина!  14  Мени ушбу сазлиқтин суғуруп чиқарғина, өч Көргәнләрдин, чоңқур сулардин, қутулдурғина.  15  Бу суларниң чапсан еқиши мени елип кәтмисун. Қайнам мени жутувәтмисун, Қудуқ ағзини үстүмдин япмисун.  16  Йәһва, маңа қулақ салғина, чүнки Сениң Яхшилиғиң шәпқәттур. Бүйүк вапа муһәббитиң Нәзәридин маңа көз қириңни салғина!  17  Йүзүңни бәндәңдин япмиғина, чүнки мән Қистаңлиқта. Алдирғина, чүнки мән дәрттә.  18  Җенимға йеқинлишип, қутқузғина. Дүшмәнлиримгә зит қутулдурғина.  19  Сән билисән, мән қандақ тәсликтә, мәсхиридә вә Һақарәттә. Барлиқ рәқиплиримни тонуйсән.  20  Шәрмәндичилик жүригимни таза вәйран қилди, Мән һалсизландим. Һисдашлиқ күтсәмму, Һечким йоқ. Тәсәлли бәргүчиләрдин бириму Тепилмиди, мән бечарә.  21  Тамақ орниға сәпра бериватиду вә Усслуқ орниға сиркә.  22  Уларға дәстихини тор билән қапқан болсун, Уларниң паравәнлиги қармақ болсун.  23  Көзлири көрмәслиги үчүн тутулуп кәтсун, Бәллири бошап, дайим шундақ қалсун.  24  Уларға қәһриңни төккинә вә Көйүватқан ғәзивиң уларни тутсун!  25  Улар Йезилири чөлдәрәп кәтсун вә Чедирлирида бирму турғун қалмисун!  26  Улар Сән уҗуқтурған кишини қоғлаватиду вә Сән җазалиғанларниң азаплирини көпәйтиватиду.  27  Улар әйиви үчүн толуқ җазалансун, Сениң һәқиқитиңни зади чүшәнмисун.  28  Тирикләр китавидин өчүрүлсун вә Һәққанийлар тизимиға йезилмисун.  29  Мән болсам, гадай һәм һәсрәттә. Ярдимиң мени қоғдисун!  30  Пәрвәрдигаримниң исмиға апирин! Нахшамда Уни мәдһийиләймән.  31  Ушбу нәрсә Йәһва үчүн өкүздин қариғанда Йеқимлиқ, бөлүнгән тапанлири билән Мүңгүзлүк яш буқидин әвзәлдур.  32  Жүгачлар көрүп, хошал болиду. Худани Издигәнләрниң қәлблири буниңдин тәлпүнсун.  33  Чүнки Йәһва намратларни аңлап, Өзиниң Тутқунға әкетилгән хәлқидин ваз кәчмәйду.  34  Уни асманлар билән йәр-зимин махтисун, Униңға деңиз һәм уларда Мидирлиғучилар апирин әйлисун!  35  Сәвәви, Худа Сионни қутқузиду, Йәһуда Шәһәрлирини тикләйду. Уларда Униң хәлқи Орунлишип, һәммәйлән мирасқа алиду.  36  Хизмәткариниң әвлатлири униң вариси болуп, Униң исмини сөйгәнләр бу йәрдә яшайду.

Изаһәтләр