Зәбур 7:1—17

Давутниң жиға нахшиси. У уни Йәһваға Бениамин қәбилисидин Кушниң сөзлиригә нисбәтән ейтқан еди. 7  Худайим Йәһва! Саңа таяндим, маңа барчә Тәқиплигүчиләрдин арам бәргинә.   Чүнки дүшмән ширдәк җенимни жиртип, Қутқузғучи йоқтәк һалак қилмисун.   Тәңрим Йәһва! Әгәр мән хата иш қилған болсам Яки қоллиримда адилсизлиқ болса,   Әгәр достумға яхшилиққа яманлиқ билән Җавап бәргән болсам, яки маңа Қаршилашқучиниң мүлкини тартивалсам,   Унда дүшмән җенимни издисун һәм тепип, Уни йәргә тиқсун һәм шөһритим чаңда ятсун. (Селаһ)   Аһ, Йәһва, ғәзивиңдә көтирилгинә! Қоғлиғучилиримниң һәддидин ташқири Әдәп кәткәнлигигә қарши чиққина. Мениң үчүн ойғинип, Өз сотиңни башлиғина.   Хәлиқләрдин нурғун қәбилиләр Сениң Әтрапиңға жиғилиду, уларниң үстидин Әрштә туруп бәргинә.   Йәһва хәлиқләрни сотлайду. Маңа Йәһва Һәқиқитим вә нуқсансизлиғим бойичә Несивини бериду.   Өтүнимән, рәзилләр зулуми қийилсун, Һәққанийларни болса, қувәтлигинә, чүнки Сән жүрәкләр билән бөрәкләрни синайсән!  10  Мән үчүн қалқан — Худадин, У қәлби диянәтләрниң Ниҗати.  11  Рәбб — Һәқ Сотчидур. Һәр күни У назарәт қилиду.  12  Әгәр яман җөндәлмисә, У қиличини қарши Биләйду, оқ-ясини униңға қаритиду.  13  У өлүм қураллирини тәйярлайду, Оқлирини көйүдиған қилиду.  14  Мана, қилмишкәр явузлуқни башлап, Зулумлуқни қилип, ялғанлиқ туғди.  15  У ора колиди, лекин шу Ориға өзи жиқилди.  16  Униң вәһшилиги бешиға чүшти Вә яманлиғи өзигә қайтти.  17  Йәһвани Униң һәқлигигә бенаән махтаймән Һәм Йәһваниң исмини мәдһийиләймән!

Изаһәтләр