Зәбур 70:1—5
Хор башчисиға. Давутниң күйи. Әсләтмә үчүн.
70 Худайим, мени қутулдурғина.
Йәһва, ярдәмгә алдирғина!
2 Мениң җенимни издигәнләр иза тартишип,
Шәрмәндә болсун! Маңа яманлиқ
Тилигәнләр кәйнигә чекинсун.
3 Үстүмдин мәсхирә қиливатиду: «Саңа шундақ
Болуши керәк!» Өзлири мәндин қачсун.
4 Сени издигән һәм ниҗатиңни яхши көргәнләр
Сениңда хошаллиқ Тепишип, тәсәлли алсун.
Улар: «Рәббимиз улуқлансун!»—
Дәп, дайим үндимәктә.
5 Худайим, мән намрат һәм бечарә, Шуңа маңа
Алдирғина! Пәқәт Сән, Йәһва, мениң
Ярдәмчим һәм Қутқузғучим. Кечикмигинә!