Зәбур 72:1—20

Сулайман һәққидә. Давутниң күйи. 72  Рәббим мениң! Падишаға тоғра сот қилишни Үгәткинә вә падиша оғлини Өзәңниң һәқиқитигә.   У хәлқиңни адил сотлисун вә Езилгән кишиләрни һимайә қилсун.   Тағлар хәлиқкә течлиқ әкәлсун Вә дөңләр һәққанийлиқни.   У аддий инсанларни дурус сотлап, намрат Оғуллирини қутулдуруп, Әзгүчини паш қилсун.   Инсанлар қуяш йениватқичә Сениң алдиңда Әтийәт қилсун вә ай йоруватқичә барлиқ Әвлатларда шундақ болсун.   У от чепилған яйлаққа төкүлгән Ямғурдәк болсун Вә йәрни суғуруватқан йешин тамчилиридәк.   Униң күнлиридә һәққаний гүллинип, ай йенип Турғичә, пүткүл Аләмдә течлиқ һөкүм сүриду.   У деңиздин деңизғичә вә бүйүк дәриядин йәр Четигичә һөкүмранлиқ жүргүзиду.   Алдида ят қәбилиләр тизлинип, Униң дүшмәнлири топа ялайду.  10  Таршишниң шаһлири вә араллар турғунлири Һәдийәләрни әкелиду. Саба билән Себаниң Шәйхлири соғатларни йәткүзүп бериду.  11  Барлиқ падишалар униңға сәҗдә Қилип, бар хәлиқләр беқиниду.  12  Чүнки у жиғлаватқан һәм ярдәм сориғанни Қутулдуриду, ярдәмчиси йоқни азатқа чиқириду.  13  Намратқа вә муһтаҗға ич ағритиду, Кәмбәғәлләрниң җенини қутқузиду.  14  Қуллуқ һәм зорлуқ-зомбилиқтин айриду вә униң Көзидә уларниң қени бебаһа болиду.  15  Улар паравәнликтә яшап, Сабадин алтун әкелиду. Кишиләр униң үчүн дуа қилип, Һәр күни уни бәрикәтләйду.  16  Йәрдә буғдай дени зор болиду, тағлар чоққилирида У молчилиқта. Падишаниң үнүми Либандики Ормандәк бәк йоған болуп, шәһәрләрдә Адәмләрниң сани даладики кокаттәк өсиду.  17  Униң исми мәңгүгә мубарәк болсун! Қуяш астида Униң нами улуқлансун, пүтүн қәбилиләр бәрикәт Тепип, хәлиқләр Уни бәхитлик, дәп атисун!  18  Исраилниң Худаси Йәһвани һәммиси махтисун, Чүнки йеганә У мөҗүзиләрни қилалайду!  19  Униң хасийәтлик исмини әбәдий-әбәт Мәдһилийсун. Униң шан-шөһрити пүткүл Йәрни толтурсун! Амин, амин!  20  Мошуниң билән Йишайниң оғли Давутниң дуалири аяқлашти.

Изаһәтләр