Зәбур 73:1—28

Үчинчи китап (Күйләр 73—89) Асавниң нахшиси. 73  Һәқиқәтән, Худа Исраилға илтипат, Қилғучи, болупму униң ичидики Пак жүрәкликләргә!   Мән болсам... аяқлирим дурус йолдин чиқип Кәткили тас қалди, тапанлирим тейилип Кетәйла деди.   Чүнки мән әқли йоқ адәмләргә һәсәт қилдим, Уларниң паравән, тәл-төкүс турмушини көрүп.   Улар сақ-саламәт вапатиғичә яшайду, Тени болса, семиз һәм бодруққинә.   Кишиләр билән еғир әмгәктә йоқ, башқа инсанлар Қатарида улар җапа тартмайду.   Шуңлашқа мәғрурлуқни улар боюн мончақтәк Кийди вә һакавурлуқни тондәк япти.   Көзи семизлиқтин тешиға чиқти, Улар арзу қилғандәк яшимақта.   Башқиларни мәсхирә қилишип, Вәһшиләрчә попузиға тутти.   Еғизини асманғичә көтирип, Тили йәрни кезип жүриду.  10  Шуңа Тәңриниң хәлқидин бәзилири шу яққа Қаримақта Вә улар булиғидин су ичмәктә.  11  Улар: «Худа һәммини биләмду? Илаһимизға Пүткүл нәрсә мәлумму?»— дәп гуманлиниду.  12  Мана мошундақ рәзилләр ғәмсиз Яшайду һәм мал-мүлкини көпәйтиду.  13  Шу вақитта мән бекардин-бекар Жүригимни тазилидимму вә қоллиримни Бегуналиқта жуйдумму?  14  Күндин-күнгә җараһәт елип, һәр таңда Худадин тәлим алғиним дурус ишму?  15  Бирақ, әгәр мән улардәк сөзлисәм, Сениң Оғуллириң қәбилисини нәқ сатқан болаттим...  16  Мән буни мулаһизә қилишқа тириштим, Лекин буни чүшиниш интайин қийин болди.  17  Ахири, мән Худаниң муқәддәс җайиға кирмигичә, Арам тапалмидим. Шу йәрдә пәқәт Уларниң келәчигини билип-йәттим.  18  Шундақ! Тейилғақ орунларда Сән уларни Қоюпсән вә уларни һаңға ташлайсән.  19  Қандақту-бир пәйттә улар вәйран болушуп, өлиду. Уштумтут дәһшәтләрдин йоқилиду!  20  Оханғанда чүш түгигәндәк, Йәһва, Сән уларни Охитип, хамхиял вә тәсәввурлириниң Бекарлиғини намайән қилисән.  21  Мениң қәлбим ачиққа толғанда Вә ич-ичим қайниғанда,  22  Мән надан һәм әқилсиз екәнмән, Сениң алдиңда малдәк боптимән.  23  Амма әнди, мән Сениң билән, Сән мени оң қолумдин тутисән.  24  Мәслиһитиң билән мени жүргүзисән, Кейинирәк шөһрәткә әкелисән.  25  Ким мәндә Сениңдин башқа асманларда бардур? Йәрдиму Сәндин башқа һечким йоқ!  26  Саңа интилип, қәлбим һәм вуҗудим Сени Сеғиниду. Худа билимимниң қорғини Вә мәңгүлүк ярқин несивимдур.  27  Сениңдин жирақлашқанлар һалак болиду, Бевапалар йоқитилиду.  28  Маңа Яратқучимниң йенида болуш яхшилиқтур! Пәрвәрдигарим Йәһваға үмүтимни артимән Вә Униң барлиқ карамәтлирини Жут-мәләмгә җакалаймән.

Изаһәтләр