Зәбур 74:1—23

Асавниң тәлими. 74  Рәббимиз, немишкә Сән бизгә узақ Нәпрәтлиниватисән? Нечүн Сениң ғәзивиң Падаңниң қойлириға техичә тутушиватиду?   Өзәңниң қедимдин сетивалған жиғимиңни есиңға Алғина. Өзәң үчүн мирасқа алған һәм униңда Өзәң маканлашқан Сион теғиңни әслигинә.   Пәқәт харабилиқлар қалған йәргә барғина, һәммини Вә ибадәтханаңни дүшмән пүтүнләй бузувәтти.   Жиғинлириң өткән җайда уларниң ғалибә Вақирашлири анланмақта, У йәрдә Улар туғлирини қойди.   Улар орманда палтисини көтәргән очиға охшаш, Дәрәқ шахлирини чепиватиду.   Палтилири вә ломлири билән һәммини чепип, Вәйран қилди. Безәлгән тамларни йоқатти.   Улар отқа Сениң маканиңни тутти. Йәргә ташлап, Сениң исмиңда турған Ибадәтханини напаклаштурди.   Улар һәм әвлатлири көңлидә: «Уларни пүтүнсүрүк йоқ қилайли. Бу йәрдә Худа хәлқиниң учришиш җайини Көйдүрүветәйли»,— деди.   Әнди биз урп-адәтлиримизни көрмәймиз, пәйғәмбәрләр йоқ вә һечким бу һаләтниң Қанчә узақ болидиғинини билмәйду.  10  Худайимиз, қай ваққичә тәқиплигүчи үстимиздин Күлиду? Сениң муқәддәс исмиңни Дүшмән бақиғичә тәңситмәмду?  11  Немишкә Сән оң қолуңни ишләтмәйсән? Уни қойнуңдин чиқирип, уларни қиривәткинә.  12  Тәңри Падишайим, әлмисақтин зиминниң Жүригини Сақлиғучи. У адәмзатниң Улуқ ниҗаткари!  13  Өз қудритиң билән деңизни йерип, Судики мәхлуқатниң бешини Ярғучи.  14  Сән тимсаһниң бешини йәнчип, чөлниң Турғунлириға озуққа бәрдиң.  15  Булақларни вә өстәңләрни кәздиң, Қурмайдиған дәрияларни қуруттиң.  16  Сениң күниң һәм Сениң түниң, Сән қуяш, юлтузларни қойдуң.  17  Сән йәрниң барлиқ чәклирини Тәстиқлидиң, яз-қишни орнаттиң.  18  Йәһва, мошуларни әскә алғина, чүнки хәлиқләр Сениң ярқин исмиңни мәсхирә қиливатиду.  19  Өзәңниң кәптириңниң җенини һайванға Беривәтмигинә, Өзәңниң Җапакәш Падаңни унтумиғина.  20  Келишимиңни ядқа алғина, чүнки йәрниң Барлиқ ора, өнкүрлири зорлуққа толди.  21  Езилгән уятта қалмисун, азапланған һәм аддий Гадай исмиңни хуштар мәдһийилисун.  22  Тәңримиз, туруп Өз ишиңни һимайә қилғина, Һәр күни надан үстүңдин күлгинини унтумиғина.  23  Дүшмәнләрниң әдәшкинини әстин чиқармиғина Вә Саңа тохтимай қарши чиққанларға Қарши чиққина!

Изаһәтләр