Зәбур 75:1—10
Хор башчисиға. «Һалак қилма» аһаңиға.
Асавниң нахшиси.
75 Тәңри, Сени биз мәдһийилигәч, Саңа
Миннәтдармиз. Исмиң бизгә йеқиндур,
Сениң тоғрилиқ мөҗүзилириң баян қилмақта.
2 Сән ейттиң: «Мән вақитни бәлгүләп,
Адил сотни жүргүзимән.
3 Йәр-зимин барлиқ турғунлири билән тәврәнгәндә,
Мән униң һуллирини тутуп турдим». (Селаһ)
4 Мәнсәппәрәсләргә мундақ дедим: «Аброй
Талашмаңлар!» вә қанунсизларға: «Күчүңлар
Билән һечқачан көрәңлимәңлар!
5 Мүңгүзлириңларни егиз көтәрмәңлар
Һәм чоңчи сөзлимәңлар,
6 Чүнки шәриқтин вә ғәриптин яки җәнуптин
Аброй-атақ кәлмәйду.
7 Лекин Худа Һөкүмчидур, У бирсини
Пәсәйтиду, йәнә башқа бирини көтириду.
8 Йәһваниң қолида қача бар, Униңда шарап қайнап
Туриду. У уни толтуруп, йәрдики барчә
Явузларға ичкүзиду. Улар уни ахириғичә ичиду,
Һәтта униң қалдуқлириғичә».
9 Мән болсам, мәңгү вәз қилимән,
Яқуп Худасини нахшида махтаймән.
10 Чүнки У мундақ демәктә: «Беқанунларниң
Барчә қувитини сундуруп, һәққанийларниң
Қудритини күчләндүримән».