Зәбур 76:1—12

Хор башчисиға. Тарлиқ әсвапларда. Асавниң күйи. 76  Йәһудида Худани билиду, Исраилда Униң исми улуқ.   Униң макани Салимда вә У Сионда яшайду.   Ушбу йәрдә У отлуқ оқларни, қалқан, қилич вә Һәрхил қанатлиқ қурални уҗуқтурди. (Селаһ)   Сән парлақсән, жиртқучлар Яшайдиған тағлардин бүйүксән.   Қәлби мәккәм олҗиға айланди, улар өлүм Уйқисиға чөмди, әскәрләр қоллири аҗизлашти.   Яқуп Илаһиниң бир вақириғинидин Атлар вә җәң һарвулар һалак болди.   Бир Сән һәйвәтлик. Ким алдиңда Ғәзивиң йүз бәргәндә туралайду?   Самадин һөкүмиңни елан қилисән: Йәр-адәмзат қорқуп тиничланди.   Худа зиминдики азапланғанлар Һәммисини қутқузушқа турғанда, Соти мошундақ йүз бериду. (Селаһ)  10  Инсан қәһрини Өзәң шәрипигә айландурисән, Уларниң адақи ғәзиви билән Өзәңни зенәтләйсән.  11  Йәһваға, силәрниң Рәббиңларға, вәдиләрни берип, Уларни орунлаңлар. Униң өп-чөридә истиқамәт Қилғучи Һәйвәтликкә һәдийәлирини әкәлсун.  12  У мәғрур һөкүмранларниң роһини таза чүшириду, Йәр шаһлири үчүн дәһшәтлиқтур.

Изаһәтләр