Зәбур 77:1—20

Йедутун башчилиғидики хорға. Асавниң нахшиси. 77  Мураҗиитим мениң Униңға, авазимни Тәңримгә Йоллаймән вә У мени аңлар, ишинимән.   Қайғу күнүмдә Йәһвани издәймән. Пүткүл түндә Қоллирим Униңға көтүрүклүк, лекин һечнәрсә Маңа тәсәлли бәрмәйватиду.   Мән Рәббимни әскә елип, товлаймән. Сени ойлиғанда, роһум яйрайду. (Селаһ)   Сән көзлиримни күзәттә тутисән, Көңлүм чүшүп, һәтта сөзләлмәймән.   Ойлирим билән қедим заманни, Өтмүш күнләрни чарлаймән.   Кечиси нахшилирим мәтинини ядлаймән, жүригим Билән сөһбәт жүргүзүп, роһумни синаймән.   Наһәтки Йәһва бизгә әбәт ғәзәплиниду, Әнди башқа яхши көрмәмду?   Наһәтки вапа муһәббити түгиди һәм Униң Сөзи әвладимизға тохтидиму?   Наһәтки Худа рәһим қилишни унтуди, Аччиғида Өз шәпқитини тутувалди? (Селаһ)  10  Йәнә қанчилик мән қахшаймән: «Мән үчүн Илаһимниң мошундақ Ярдәм бәрмәслиги бәк ечинишлиқ!»  11  Мән, Йәһ, Сениң ишлириңни хатирәмдә Сақлаймән, Сениң қедимда көрсәткән Мөҗүзилириңни әсләймән.  12  Барлиқ паалийәтлириңгә чөкүп, Бүйүк ишлириң һәққидә ойлинимән.  13  Пәрвәрдигарим, Сениң йолуң муқәддәс! Қайси Худа Сәндәк улуқ?  14  Сән карамәтләрни ясайдиған һәқ Илаһ, хәлиқләр Арисида қадирлиғиңни намайиш қилдиң.  15  Қудрәтлик күчүң билән Өз хәлқиң, Яқуп һәм Йүсүпниң оғуллирини, Ғәмхорлуқ көрситип, қоғдидиң. (Селаһ)  16  Сени, Пәрвәрдигарим, сулар көрди. Улар Сени Байқап, титириди вә һаңлар силкинип кәтти.  17  Булутлардин сулар төкүлди, қара булутлардин Гүлдүрәс чиқти вә Сениң чақмақ оқлириң Һәр янларға етилди.  18  Гүлдүрмоминиң үни җәң һарвулар чақлириниң Чеқиришидәк чиқип, чақмақлар каинатни Йорутти, йәр-зимин орнидин қозғалди.  19  Сениң йолуң деңиздин өтти вә көплигән Сулар ичидин, лекин Сениң излириңни Һечким көрмиди.  20  Сән Өз хәлқиңни қойлардәк елип маңдиң, мәзкүр Падини Муса билән Һарун қолиға тутқуздиң.

Изаһәтләр