Зәбур 8:1—9
Хор башчисиға. Гат саз услуби. Давутниң күйи.
8 Йәһва, бизниң Пәрвәрдигаримиз! Сениң исмиң
Пүткүл йәр йүзидә нәқәдәр улуқтур! Сениң
Бүйүклигиң әршләрдин қанчилик артуқтур!
2 Бовақлар билән гөдәкләр еғизидин Сән Өзәңгә
Мәдһийә қурдуң. Саңа қарши турғанларни,
Дүшмән һәм исиянчини теч қилдиң.
3 Асманлириңға, бармақлириңниң ишиға,
Сән орнатқан ай билән юлтузларға
Қариғанда, мундақ ойлаймән:
4 У чағда адәм балиси у ким? Сән уни есиңға
Алидиған инсан оғли у ким?
Сән уни дайим йоқлайдиған, у ким?
5 Сән уни пәриштилириңдин кичиккинә төвән
Қойдуң, шәрәп һәм гөзәл билән ясандурдиң.
6 Уни қоллириң ишлири үстидин ғоҗайин қилип,
Һәммә нәрсини униң айиғиға қоюп бәрдиң:
7 Қой һәм буқиларни, барлиқ мални вә
Явайи һайванларниң һәммисини,
8 Асман қушлири вә деңиз белиқлири,
Муһит йоллири билән үзгүчиләрни.
9 Йәһва, бизниң Илаһимиз! Сениң исмиң
Пүткүл зиминда улуқтин-улуқтур!