Зәбур 84:1—12

Хор башчисиға. Гат әсвавида. Кораһ оғуллириниң күйи. 84  Йәһва, Күчләрниң Пәрвәрдигари, нәқәдәр Сениң улуқ маканиң һәм йеқимлиқ, Һәм тартимлиқ!   Җеним Йәһваниң һойлилирида болушни халап, Чаңқап кәтти. Қәлбим, теним тирик Худаға тәлпүнди.   Һәтта қушқачму өйини тапиду вә қалиғачму Балилирини қойидиған Угисини Сениң, Күчләр Егисиниң, Падишайим вә Худайим Йәһва, бүйүк қурбангаһиң қешида ясайду.   Өйүңдә болғучилар бәхитликтур! Улар дайим Сени мәдһийилимәктә. (Селаһ)   Күчни Сениңдин еливатқан киши бәхитлик, униң Жүригидә Сениң ибадәтханаңға йол ясилиду.   Улар жиға вадиси билән өткәндиму, у йәр уларға Булақ җайиға охшайду вә ямғур уни Мол нәмләйду.   Жиғинниң кәйнидә жиғин өтүп, уларниң барлиғи Сионда Худа алдида намайән болиду.   Йәһва, әскәрләр Сәркиси! Мени аңлиғина, Яқупниң Рәбби, дуайимға қулақ салғина. (Селаһ)   Тәңри, бизниң Һимайичимиз, диққәт билән Өзәң майлиған Хизмәтчиңниң үзигә қариғина.  10  Сениң қоралириңда өткән бир күн башқа миң Күндин артуқ. Худайим өйиниң босуғисида Болушни рәзилләр чедирлирида Яшаштин әвзәл көримән.  11  Чүнки Йәһва Пәрвәрдигар — қуяш һәм қалқан, Худа изгүлүк шәрәп бериду, вапа кишини Йәһва яхшилиқлардин мәһрум қилмайду.  12  Йәһва, күчләрниң Егиси, Саңа ишәнгән адәм нәқәдәр бәхтияр!

Изаһәтләр