Зәбур 85:1—13
Хор башчисиға. Кораһ оғуллириниң нахшиси.
85 Йәһва, Сән зиминға рәһим қилдиң,
Яқуп әвладини әсирдин қайтурдиң.
2 Сән хәлқиңниң қанунсизлиғини кәчүрүп, униң
Барлиқ әйивини кәйниңгә ташлавәттиң. (Селаһ)
3 Өз қәһриңни тутувелип,
Ғәзәп отини өчүрдиң.
4 Худа, Қутқузғучимиз, бизни тиклигинә, қобул
Қилғач, нәпритиңни тохтатқина.
5 Бизгә әбәт рәнҗиверәмсән вә
Ғәзивиң әвладий узартиламду?
6 Наһәт бизгә йүзүңни қаритип, тирилдүрмәйсән,
Хәлқиң Сән һәққидә хошал болса болмамду?
7 Йәһва, шәпқитиңни билдүрүп,
Бизгә ниҗатиңни соға қилғина.
8 Мән һәқиқий Худа Йәһваниң немә ейтиватқинини
Тиңшаймән. У Өз хәлқигә вә муқәддәслиригә
Һәм пүткүл жүриги билән бурулғанларға
Течлиқ-аманлиқ җакалаватиду. (Селаһ)
9 Шундақ! Униңдин қорққанларға Униң қутқузулуши,
Чүнки йәрдә шан-шөһрәт орнитилиши лазим!
10 Муһәббәт вә һәқиқәт учришиду,
Һәққанийлиқ вә течлиқ сөйүшиду.
11 Садиқлиқ йәрдин өсүп чиқиду,
Һәққанийлиқ асмандин қарайду.
12 Йәһва паравәнлик беғишлайду
Вә йәр өз мевисини бериду.
13 Һәқиқәт Униң йүзи алдида жүрүп,
Униң үчүн йол ачиду.