Зәбур 87:1—7

Кораһ оғуллириниң күйи. 87  Худаниң шәһириниң һули Муқәддәс тағларда асасланған.   Сионниң дәрвазилирини Йәһва яхши көриду, Уларни Яқупниң чедирлиридин әвзәл санайду.   Сән тоғрилиқ, һәқ Худаниң шәһири, Әәҗайип улуқ нәрсиләрни ейтиду. (Селаһ)   «Мени билгәнләр қатарида Мисир вә Бабил Санилиду. Мана, Филистийә, Тир билән Куш Арисида болиду. Улар бу йәрдә туғулиду.   Сион һәққидә мундақ дейилиду: “Униңдики барлиғи мәзкүр җайда туғулди”. Илаһниң Өзи уни мәккәм мустәһкәмләйду».   Йәһва хәлиқләрни тизимлиғанда, У мундақ җакалайду: «Ушбу киши мошу йәрдә туғулди». (Селаһ)   Нахша ейтиватқанлар һәм уссул ойнаватқанлар шатлинип: «Сән мән үчүн яхшилиқ Мәнбәси!»— дәйду.

Изаһәтләр