Зәбур 88:1—18
Кораһ оғуллириниң нахшиси. Хор башчисиға: муңлуқ аһаңда
орунлаш керәк. Зараниң әвлади Еманниң тәлими.
88 Йәһва Худайим, мениң Ниҗаткарим, кечә-күндүз
Саңа пәрияд қилимән.
2 Йүзүң алдиға дуайим кәлсун,
Наләмгә қулақ салғина,
3 Чүнки мениң җеним дәрт-азапқа тойди вә
Һаятим гөргә йеқинлашти.
4 Һәммә мени өлүкләргә тәңләтти.
Мән күчсиз, аҗиз адәм болдум.
5 Гоя өлүкләр арисида ташланғандәк, қәбирдики
Рәмәтликтәк болдум. Улар һәққидә Сән ғәм
Қилмайсән һәм улар Сениң қолуңдин нери.
6 Сән мени гөрстанниң орисиға, қараңғулуққа,
Һаңға ташлидиң.
7 Мән өзәмдә қәһриңниң жүкини тартиватимән,
Сениң долқунлириң урушлири
Астида чөкүватимән. (Селаһ)
8 Сән мениңдин тонушлиримни қоғлидиң,
Улар үчүн мени жиркиничлик көрсәттиң.
Мән қамақта қийнилип, чиқиш
Йолини тапалмайватимән.
9 Көзүм жиғидин һарди. Саңа, Йәһва,
Күн бойи алиқанлиримни созумән.
10 Сән әрвалар үчүн карамәтлириңни көрситәмсән?
Өлгәнләр Сени мәдһийиләш үчүн турамду?
(Селаһ)
11 Қәбирстанда вапа муһәббитиң һәққидә
Җакалинамду вә Сениң һәқиқитиң
Чириклик җайда?
12 Зулмәт дуниясида Сениң мөҗүзилириңни тонамду
Вә унтулуш йеридә Сениң
Һәққанийлиғиңни биләләмду?
13 Амма мән болсам, Йәһва, Сени чақиримән
Вә әтигәнликтә дуайим Саңа қарап учуду.
14 Немә үчүн, Йәһва, мени рәт қиливатисән?
Немишкә йүзүңни мәндин йепиватисән?
15 Яш вақтимдин башлап азаплинип, өлүмниң үзигә
Қараватимән. Берилгән синақлардин аҗизлаштим.
16 Сениң лавулдиған ғәзивиңдин бир йәргә йәттим,
Сән әвәткән дәһшәтләрдин аранла тирикмән.
17 Улар мени һәр күни судәк басиду,
Һәр тәрәптин маңа йепилиду.
18 Сән мениңдин достлирим вә ағинилиримни
Нери қилдиң. Бирла достум зулмәт болуп қалди.