Зәбур 90:1—17
Төртинчи китап
(Күйләр 90—106)
Һәқиқий Худаниң адими Мусаниң дуаси.
90 Йәһва! Сән бизгә әвлатлиримиз бойи,
Панагаһимиз болисән.
2 Тағлар техи туғулмиғанда вә йәр-зимин һәм
Каинат техи пәйда болмиғанда, әсирләр бойи
Сән — Худадур!
3 Сән инсанни тупраққа қайтурисән.
«Инсан оғуллири, топиға қайтиңлар!»— дәйсән.
4 Көзүңдә 1 000 жил түнүгүнки бир күн,
Кечиси өткән нәччә сааттәк.
5 Сән кәлкүн судәк елип кетисән, улар әтигәнлиги
Бодруқ кокаттәк, чүштәкла йоқап кетиду.
6 Гүл-гия әтигәндә ечилиду, кәчқурунлуғи
Болса солишип, қуруп кетиду.
7 Биз Сениң ғәзивиңдин йоқаймиз,
Сениң қәһриңдин биз терә-перәң.
8 Сән гуналиримизни Өз алдиңға қойдуң вә
Бизниң йошурун қилмишлиримизни көрисән.
9 Һаятимиз нәпритиңдин өчүп,
Жиллиримиз тавуштәк йоқаватиду.
10 Өмрүмиз күнлири 70 яш, қувәтлигирәк
Болсақ, 80 яштур. Уларниң һәммиси
Дәрт-һәсрәткә толған, улар чапсан өтүп,
Биз учуп кетимиз.
11 Ким Сениң ғәзивиңниң күчини тоналайду?
Һәм Сениң алдиңда Өзини лайиқ
Тутушни билиду?
12 Бизгә күнлиримизни дурус санашни үгәткинә,
Чүнки дана қәлбни йетиштүрәйли.
13 Йәһва, қайтқина! Қай ваққичә биз күтимиз?
Өзәңниң қуллириға ич ағритқина.
14 Сәһәрдин башлап, бизни Өз вапа сөйүмиңгә
Тойғузғина. Шу чағда биз өмрүмизниң
Күнлиридә шат-шадиман болимиз.
15 Азап тартқан күнләрниң һесави бойичә бизни
Хошал қилғина. Дәртләргә чөккән жилларниң
Көләмигә яриша буни қилғина.
16 Хизмәткарлириң үстидин Сениң ишиң намайән
Болғай вә Сениң шөһритиң уларниң
Оғуллириға рошән болғай.
17 Пәрвардигаримиз Йәһваниң илтипати биз билән
Болсун вә қоллиримизниң әмәлиятиға
У утуқ бәрсун, авалқидәк
Пааллиримизни мукәммәлләштүрсун.