Зәбур 91:1—16
91 Ким Илаһниң һимайисидә яшиса, у Һәммигә
Қадирниң сайисида болуватиду.
2 Мән Йәһваға мундақ дедим: «Сән мениң Панаһим
Һәм һимайичим, Сән мән тайинидиған
Тәңримдур».
3 У сени қуш тутқучиниң торидин вә өлүм әкелидиған
Вабадин қутулдуриду.
4 У қанатлири билән сени япиду вә Униң пәйлири
Астида Сән мөкүнүвалисән. Униң һәқиқити
Йоған қалқан һәм мәккәм қаша болиду.
5 Түн дәһшәтлиридин қорқмайсән,
Күндүзи учқан оқтин,
6 Қараңғулуқта жүргән вабадин,
Чүштә қиридиған һалактин.
7 Қешиңда миңи жиқилиду вә түмән киши оң
Тәрипиңдә, лекин саңа дәрт тәгмәйду.
8 Сән буниң һәммисигә көзүң билән қарайсән һәм
Интиқам рәзилләрдин елишини көрисән.
9 Сән Илаһни өз ишәнчәң қилдиң. Чүнки сән:
«Йәһва мениң Қорғиним»,— дедиң.
10 Шуңа саңа зулум йәтмәйду
Вә бешиңға күн чүшмәйду.
11 Сәвәви, Өз пәриштилиригә У сени барлиқ
Йоллириңда сақлашни әмир қилди.
12 Улар сени ташқа путуң билән путлашмишиң үчүн,
Қоллирида елип маңиду.
13 Сән шир билән йоған иланни чәйләйсән,
Ейиқ билән әҗдиһани аяқ-асти қилисән.
14 Худа сән һәққидә сөз қилди: «У Мени яхши
Көргәнликтин, Мән уни қутқузимән.
Уни қоғдаймән, чүнки у Мениң
Исмимни тонуп-билди.
15 У Мени чақирғанда, Мән уни аңлаймән, униң
Билән қайғуда болуп, уни қутқузуп,
Атақлиқ қилимән.
16 Униңға узақ өмүр һәдийә қилимән вә у Мениң
Ниҗатимни көриду».