Зәбур 94:1—23

94  Интиқамниң Худаси Йәһва, Өч Алғучи вә Сәрдар намайән болғай!   Йәрниң Сотчиси, турғина вә тәқәббурларни Ишлири бойичә һөкүм қилғина.   Йәһва, қай ваққичә рәзилләр әркин жүриду вә Гунакарлар тәнтәнә қилишиду?   Улар һакавурлуқ билән күпүрлүкни ейтиду, Ойлимай сөзләйду. Явузлар көрәңләп жүриду.   Йәһва Илаһим, улар Сениң хәлқиңни һалакәткә Башлап, Сениң мирасиңни езиватиду.   Тул аял һәм мусапирни өлтүрүп, Житимларниму айимайватиду.   Улар: «Йәһ көрмәйду вә Яқупниң Худаси Һечнәрсини байқимайду»,— дейишиватиду.   Әқилсизләр, өзәңларға келиңлар! Наданлар, қачан чүшинисиләр?   Һәҗәп, қулақни яратқан аңлимайду? Көзни бәрпа қилған Өзи көрмәйду?  10  Хәлиқләрни үгитиватқан силәрни паш қилмамду? У адәмгә һәр җәһәттин билим Бәргүчи турса!  11  Йәһва кишиләр нийәтлирини билиду. Уларниң ойлири нәқәдәр қуруқ Екәнлигини билиду.  12  Сән, Йәһ, тәрбийиләватқан инсан қанчилик Бәхияр! Сән Уни Қануниңға үгитисән.  13  Рәзилләр үчүн ора колиниватқан апәт вақитта, Шу чағда Сән хатирҗәмлик берисән.  14  Чүнки Йәһва Тәңри Өз хәлқини ташлимайду Вә Өз несивини қалдурмайду.  15  Һөкүмчиләр яңливаштин һәққә қайтиду вә пак Қәлби барлар һоқуқни сақлайду.  16  Мән үчүн ким явузларға қарши туриду? Ким мени қанунсиздин қоғдайду?  17  Әгәр Йәһва Рәббим маңа ярдәм қилмиған болса, Мениң җеним аллиқачан өлүкләр Дияриға чүшәтти.  18  Мән: «Һазир тейилип, жиқилип чүшимән»,— Дегәндә, Йәһва, Сениң вапалиғиң мени қоллатти.  19  Қайғулар жүригимдә көпәйгәндә, Сениң тәсәллилириң мени бәзләйду.  20  Наһәқ башчилар Сениң иттипақдашлириң Болаламду? Улар Қануниңға зит ишларни Қилип, наминдин сөзләйду.  21  Улар һәққанийниң җениға етилип, Бегуна қанни әйипләйду.  22  Лекин Йәһ Худа мән үчүн ишәшлик макандур Вә Тәңрим маканимниң Қорам тешидур.  23  У уларниң яманлиғини өзлиригә қаритиду, У зулумлири арқилиқ Уларни җазаға тартиду. Йәһва Пәрвәрдигаримиз, уларни Үзүл-кесил йоқ қилиду!

Изаһәтләр