Зәбур 97:1—12
97 Йәһва Падиша болди! Йәр тәнтәниләп,
Көплигән араллар шатланмақта.
2 У булутлар һәм қоюқ зулмәткә оралди.
Униң тәхтиниң һули — яхшилиқ вә адиллиқ.
3 Униң алдида өрт жүрмәктә вә
Әтрапидики дүшмәнни көйдүрмәктә.
4 Униң чақмақлири пүткүл каинатни
Йорутмақта. Йәр көрүп, қорқмақта.
5 Тағлар момдәк Йәһваниң йүзидин,
Егиси алдида ерип кәтти.
6 Әршләр Униң һәқиқитини җакалаватиду,
Бар хәлиқләр шәрипини байқаватиду.
7 Бутларға хизмәт қилғанларниң һәммиси
Шәрмәндә болушиду, чүнки улар
Һәчнемигә яримас бутларни махтиған.
Униңға бар худалар тазим қилиңлар!
8 Сион аңлап, хошал болмақта вә Йәһуда
Шәһәрлири, Йәһва, сотиңдин шатлиниду.
9 Сән Йәһва — пүткүл йәрниң Илаһи,
Илаһлар үстидин Һөкүмрансән!
10 Йәһвани сөйгәнләр, явузлуқни өч Көрүңлар!
У вападар хизмәтчисиниң җенини күзитиду,
Рәзилләрниң қолидин жулувалиду.
11 Униң нури һәққанийларға төкүлиду
Вә қәлби пакларға Униң шатлиғи.
12 Һәққанийлар, Йәһва Рәббиңлар һәққидә
Хошал болуңлар вә Униң муқәддәс
Исмини мәдһийиләңлар!