Зәбур 98:1—9
Нахша
98 Йәһваға йеңи нахша ейтиңлар, чүнки У
Мөҗүзиләрни яратти. Униң оң қоли,
Хасийәтлик булҗуңи, бизни қутулдурди.
2 Йәһва Өзиниң Ниҗаткар екәнлигини
Намайән қилди, барлиқ хәлиқләр көзичә
Һәқиқитини ярқин көрсәтти.
3 У Яқупниң оғуллириға вә Исраил өйигә бәргән
Вәдисини садиқ есиға алди. Йәрниң барлиқ
чәклири Бизниң Худаниң қутқузушини көрди.
4 Пүткүл инсанийәт жуқури авазда
Йәһвани махтаңлар. Нахша ейтип, үндәп,
Думбақларни челиңлар.
Униңға һәмдусанә әйләңлар!
5 Йәһваға чилтар челиңлар вә
Гөзәл нахшиларни беғишлаңлар.
6 Йәһва Падишаниң алдида карнәйләр билән
Мүңгүзләрниң челинишида шат-хорам
Хошал болуңлар.
7 Деңиз шавқунлап, униң сулиридикиләр
Сәкрәшсун, каинат һәм униңда
Яшиғанлар апирин ейтсун.
8 Дәриялар алқишлап, тағлар Йәһваниң
Алдида шат-шадиман болушсун.
9 Чүнки У йәрни сотлашқа кәлди. У адәмзатни
Һәққаний вә милләтләрни адил һөкүм қилиду!