Зәкәрия 12:1—14

12  Хәвәр. «Йәһваниң сөзи Исраил һәққидә,— дәйду Йәһва. У асманларни яритип, йәр-зиминниң асаслирини қойған һәм адәм балисида роһни бәрпа қилған.—  Мана, Мән Йерусалимни қача қилимән, униңдин һәммәйлән хошна хәлиқләр мәс болиду. Йәһудия билән Йерусалим қоршавға елиниду.  Мәзкүр күндә Мән Йерусалимни барлиқ халайиқ үчүн еғир бир таш қилимән. Уни көтиришкә тәмшилгәнләр зоруқуп кетиду вә униңға қарши йәрниң пүткүл хәлиқлири чиқиду.  Ушбу күндә,— дәйду Йәһва,— Мән һәрқандақ атларни қорқутуп, чавандазлирини әқлидин кетиш билән җазалаймән. Мән Йәһуда хәлқигә көзүмниң қирини селип, қалған хәлиқләрниң атлирини қарғу қиливетимән.  Шу чағда Йәһуда өйлириниң даһилири көңлидә: “Йерусалимниң аһалиси — бизниң қудритимиз, чүнки Йәһва Сәрдар — уларниң Худайидур!”— дәйду.  Әшу күни Мән Йәһуда даһилирини отунларниң арисидики көйүватқан чоғқа вә буғдай бағлири арисидики көйүватқан мәшъәлгә охшитимән. Вә улар оңда вә солда яшаватқан барчә хәлиқләрни қириветиду. Йерусалимниң турғунлири болса, өзиниң қануний җайи — Йерусалимда истиқамәт қилиду.  Дәсләп Йәһва Йәһудияниң чедирлирини қутқузиду, чүнки Давут өйиниң вә Йерусалим турғунлириниң шөһрити Йәһудия хәлқиниң шөһритидин ешип кәтмәслиги үчүндур.  Мошу күни Йәһва Йерусалимниң аһалисини һимайә қилиду. Шу чағда ким путлашса, Давуттәк күчлүк болиду. Давутниң өйи болса, Худайидәк, уларниң алдида жүрүдиған Йәһваниң пәриштисидәк қадир болиду.  Ушбу күндә Мән Йерусалимға һуҗум қиливатқан барлиқ хәлиқләрни чоқум уҗуқтуримән. 10  Мән Давут өйигә һәм Йерусалимниң турғунлириға илтипат һәм дуа роһини төкимән вә улар кимни санчиған болса, униңға қарап, кәби йеганә, тунҗа оғлиниң үстидин қаттиқ қайғуруп жиғлиғандәк, жиғлайдиған болиду. 11  Мәзкүр күни Йерусалимда шунчилик чоң жиға көтирилидуки, у өз вақтида Мәгиддо вадисидики Хадад-Риммонда чиққан жиғиға қияс болиду. 12  Пүткүл йәр жиғлайду, һәрбир аилә алайтән: Давутниң аилиси алайтән һәм униң аяллири алайтән, Натанниң аилиси алайтән һәм униң аяллири алайтән, 13  Ләвийниң аилиси алайтән һәм униң аяллири алайтән, Шимейниң аилиси алайтән һәм униң аяллири алайтән. 14  Вә барлиқ қалған аилиләр, һәрқандақ аилә алайтән һәм уларниң аяллири алайтән жиғлайду.

Изаһәтләр