Зәкәрия 13:1—9
13 Мәзкүр күндә Давут өйи вә Йерусалим турғунлириға уларни гуналиридин һәм напаклиғидин тазилаш үчүн бир булақ ечилиду.
2 Ушбу күндә,— дәйду Йәһва Сәрдар,— Мән мошу йәрдики бутларниң исимлирини мәңгүгә йоқитип, уларни унтушқа пәрман қилимән. Мән бу зиминдин сахта пәйғәмбәрләрни қоғлап, уни напаклиқ роһидин қутулдуримән.
3 Әгәр кәлгүсидә қандақту-бир киши бәшарәтлик билән шуғулланса, униң ата-аниси, униңға һаятлиқ бәргәнләр, мундақ дәйду: “Яшима, чүнки сән Йәһваниң намидин ялғанчилиқ ейтиватисән!” Униң ата-аниси — униңға һаятлиқ беғишлиғанлар,— у пәйғәмбәрлик қилғини үчүн өлтүриду.
4 Ушбу күндә пәйғәмбәрләр өзлириниң бәшарәт көрүнүшлири үчүн иза тартиду вә пәйғәмбәрниң жуңлуқ кийимини алдамчилиқ үчүн киймәйду.
5 Уларниң һәрқайси: “Мән пәйғәмбәр әмәс, бәлки деханмән. Яш чеғимда мени сетивалғанди һәм мән қул болдум”,— дәйду.
6 Әгәр униңдин: “Сениң тениңдики җараһәтләр немидин?”— дәп сориса, у җававән: “Бу җараһәтләр мени яхши көргәнләр өйидә маңа тәгди”,— дәйду».
7 «Әй, қилич, Мениң падичимға, Мениң достумға
көтирилгин,— дәйду Йәһва, әскәрләр Худайи.—
Падичини уҗуқтурғин вә қойлар қечип кәтсун.
Шуниң билән Мән әрзимәсләрни әқлигә
кәлтүримән».
8 «Мәзкүр йәрдә шундақ болидуки,— дәйду Йәһва,—
адәмләрниң үчтин икки қисми һалак болиду
вә пәқәт бир қисми аман қалиду.
9 Мошу үчинчи қисимни Мән өрттин өткүзүп,
уларни гоя күмүчни тазилиғандәк,
тазилаймән вә гоя алтунни синиғандәк,
синаймән. Улар Мениң исмимни чақириду
һәм Мән уларға җавап беримән. Мән уларға:
“Бу — Мениң хәлқим”,— дәймән, улар болса:
“Йәһва — бизниң Тәңримиз!”— дәйду».