Зәкәрия 14:1—21

14  «Мана, Йәһваниң күни келиватиду вә сениңдин елинған олҗини көз алдиңда бөлиду.  Мән Йерусалимға қарши урушқа һәммә хәлиқләрни жиғимән. Шәһәр елиниду, өй-маканлар булаңчилиққа гириптар болиду, һә, аялларни болса, зорлайду. Шәһәр аһалисиниң йерими тутқунға маңиду, бирақ хәлиқниң қалдуғи шәһәрдин чиқирилмайду.  Йәһва туруп, ушбу хәлиқләр билән җәң күнидә күрәшкәндәк урушиду.  Мошу күндә Униң аяқлири Йерусалимниң шәрқидә җайлашқан Зәйтун теғида туриду. Зәйтун теғи Униң путлири астида иккигә йерилип кетиду, шәриқтин ғәрипкә қарап. Тағниң йерими шимал тәрәпкә силҗиду, йерими — җәнупқа, шундақ қилип, арилиғида зор бир вади пәйда болиду.  Силәр мошу Мениң тағлирим арисидики вадиға қачисиләр, чүнки бу вади Азәлгичә йетиду. Силәр Йәһудия падишаси Уззияниң күнлиридики йәр тәврәштә қандақ жүгригән болсаңлар, шуңдақ жүгрәйсиләр. Шуңдақларчә Мениң Пәрвәрдигарим Йәһва келиду вә Униң билән — барлиқ муқәддәсләр.  Ушбу күни йоруқлуқ болмайду, бәлки соғдин барлиқ нәрсә тоңлап қалиду.  Бу күн Йәһваниң күни дәп тонулиду. Бу йә күндүзи, йә кечиси болмайду, бирақ ахшамлиғиму йоруқ пәйда болиду.  Мәзкүр күндә Йерусалимдин тирик су ақиду: йерими Өлүк деңизиға вә йерими Оттурайәр деңизиға. Су һәм язда, һәм қишта ақиду.  Йәһва Пәрвәрдигар пүткүл йәр-зиминниң Падишаси болиду. Ушбу күндә пәқәт Йәһва бирдин-бир Худа болиду вә пәқәт Униң исмини һәммиси етирап қилиду! 10  Гебадин Риммонғичә барлиқ йәр, улар Йерусалимдин җәнупта орунлашқан, Арабадәк болиду. Йерусалим авалқи өз орнида йүксәллиниду вә аһалиға толиду, Бениамин дәрвазилиридин башлап, Тунҗа дәрвазиларғичә вә Булуң дәрвазилиридин һәм Хананел мунаридин башлап, падишаниң искәнҗилиригичә. 11  У пүтүнләй аһалиға тошуп, башқа һечқачан ләнәткә учримайду вә униң турғунлири бехәтәрликтә яшайду. 12  Мана, қандақларчә Йәһва Йерусалим билән урушқан хәлиқләрни җазалайду: кишиләр техи путида турғанда, бәдәнлири чирип кетиду, көзнәклиридә көзлири һәм ағзилирида тиллири чирип кетиду. 13  Ушбу күндә Йәһва уларни зор паракәндиликкә кәлтүриду. Улар бир-бирини қоллиридин тутуп, бир-бирсигә һуҗум ясайду. 14  Йәһуданиң хәлқи Йерусалимда күрәш қилиду. Шуниң билән һечқачан көрмигән әтраптики барчә хәлиқләрниң байлиғи жиғилиду: алтун, күмүч һәм түр-түрлүк кийимләрниң көләми. 15  Дәл шуңдақ җаза атлар, хечирлар, төгиләр, ешәкләр вә дүшмән станида болған барлиқ малға келиду. 16  Йерусалимға һуҗум қилған хәлиқләрдин аман қалғанлар шу йәргә жилдин-жилға Падиша, Йәһва Сәрдарға, ибадәт қилиш һәм Кәпиләр мәйримини нишанлаш үчүн келиду. 17  Әгәр йәр қәбилилиридин бирси Йерусалимға Падиша, Йәһва Сәрдарға, ибадәткә кәлмисә, униңда ямғур болмайду. 18  Әгәр Мисирниң қәбилиси кәлмисә, уларғиму ямғур-йешин төкүлмәйду. Йәһва уларни Кәпиләр байрамиға кәлмигән башқа хәлиқләр катарида җазалайду. 19  Шуңдақларчә өз гунайи үчүн Мисир вә Кәпиләр мәйримигә кәлмигән һәм униңда қатнашмиған барлиқ хәлиқләр җаза алиду. 20  Мәзкүр күндә атларниң қоңғурақлирида мундақ сөзләр йезилиду: “Муқәддәслиқ — Йәһвадин”. Йәһваниң маканидики барлиқ қазанлар қурбангаһ алдидики қачилардәк қутлуқ болиду. 21  Йерусалимда һәм Йәһудияда барлиқ қазанлар муқәддәслишип, Сәрдар Йәһваға мәнсүп болиду. Қурбанлиқларни әкелидиған һәммәйлән мошу қазанларни елип, уларда таам қайнитиду. Шу күндин башлап, Сәрдар Йәһваниң ибадәтханисида бирму қананлиқ болмайду».

Изаһәтләр