Зәкәрия 4:1—14
4 Мениң билән сөзләшкән пәриштә қайтип келип, мени ухлап қалған адәмдәк охатти.
2 У мениңдин: «Немини сән көрүватисән?»— дәп сориди.
Мән җававән: «Мана, мән пүтүнләй алтун, үстидә қачиси бар чирақданни көрүватимән. Униңда йәттә шам бар вә уларниң йәттә нәйчиси бар.
3 Униң қешида икки зәйтун дәриғи турмақта: бирси қачиниң оң тәрипидә, йәнә бирси сол тәрипидә»,— дедим.
4 Мән маңа гәп қиливатқан пәриштидин: «Тәхсирим, бу немини билдүриду?»— дәп соридим.
5 Пәриштә: «Сән буниң немә билдүришини билмәмсән?»— дәп соал қойди.
Мән: «Яқ, тәхсирим»,— дәп җавап бәрдим.
6 У маңа мону гәпни қилди: «Мана, Йәһваниң Зәрубабилға дегән сөзи: “Нә әскәр, нә күч билән әмәс, бәлки Мениң роһум билән”,— дәйду Сәрдар Йәһва.
7 Зәрубабил алдида сән өзәң немә, бүйүк тағ? Сән пәқәт түзләң болисән! У кишиләрниң шат-хорам билдүришидә асасий жуқарқи ташни әкелиду. Халайиқ шу чағда: “Әҗайип! Әҗайип!”— дәп вақирайду».
8 Йәһва йәнә маңа мураҗиәт қилди:
9 «Зәрубабилниң қоллири ушбу өйниң һулини салди һәм униң қоллири бу қурулушни түгитиду. Шуниң билән силәр мени әскәрләр Худайи Йәһва әвәткинини билисиләр.
10 Немишкә силәр ишларниң азду-тола башлинишиға етибарсиз қараватисиләр? Шуңдақ вақит келидуки, силәр Зәрубабилниң қолида өлчәм ташни көргәндә, хошал болисиләр. Бу йәттиси — Йәһваниң пүткүл йәр-зиминни байқайдиған көзлиридур».
11 Мән йәнә униңдин: «Чирақданниң оң вә сол тәрипидики икки зәйтун дәриғи немини билдүриду?»— дәп соридим.
12 Мән йәнә униңдин: «Икки алтун нәйчиләрдин алтун сүюқлуқ қуюлуватқан икки зәйтун дәриғиниң шахлири немини билдүриду?»— дәп соридим.
13 У өз новитидә мениңдин: «Сән буларниң мәнасини билмәмсән?»— дәп сориди. Мән җававән: «Яқ, тәхсирим»,— дедим.
14 У маңа мундақ чүшәндүрди: «Булар — пүткүл йәрниң Пәрвәрдигари қешида турған икки майлиған хизмәтчиләрдур».