Зәкәрия 5:1—11

5  Андин мән жуқуриға қарисам, учуп келиватқан бир пүтүкни көрдүм.  Пәриштә мениңдин: «Сән немә көрүватисән?»— дәп сориди. Мән: «Учуп келиватқан пүтүкни көрүватимән. Униң узунлиғи 20 җәйнәк, кәңлиги 10 җәйнәк»,— дәп җавап бәрдим.  У чағда у маңа: «Бу пүткүл йәр-зиминға йеқинлишиватқан ләнәттур. Сәвәви, ким оғрилиқ қилса, ләнәткә учрайду, дәп пүтүкниң бир тәрипидә йезилсиму, улар җазасиз қеливатиду. Пүтүкниң башқа тәрипидә йезилғинидәк, ким сахта қәсәмләрни бәрсә, улар қарғишқа дуч болиду дейилсиму, җазасиз қеливатиду,— деди.  “Мән ушбу ләнәтни әвәттим,— дәйду Сәрдар Йәһва,— һәм у оғриниң өйигә вә Мениң исмимдин сахта қәсәмләрни бәргәнниң өйигә кириду. У униң өйидә қелип, уни һалак қилиду, һәтта өйиниң лимлирини һәм ташлирини”».  Маңа мән билән сөзлигән пәриштә йеқинлап: «Асманға, мәрһәмәт, қариғина, у йәрдин бир нәрсә чүшүватиду»,— деди.  Мән униңдин: «Бу немә?»— дәп соридим. «Бу өлчәм севити,— деди у һәм давамлаштуруп: — Униңға йәр йүзидики барлиқ қанунсизлар охшайду, бу уларниң рәмзи»,— деди.  Мән бу севәтниң дүгләк қоғушун ағзини көтәргинини көрдүм. Униң ичидә бир аял олтирипту.  Пәриштә: «Бу — Қанунсизлиқтур»,— деди. Андин у әшу аялни яңливаштин севәтниң ичигә иштирип киргүзүп, уни қоғушун ағзи билән йепивәтти.  Униңдин кейин мән жуқуриға қарисам, мана, шамал елип келиватқан икки аялни көрдүм. Уларниң ләйләкниңкигә қияс қанатлири болғанди. Улар севәтни учартип әкәтти. 10  Мән мениң билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Улар қай яққа севәтни елип кәтти?»— дәп соридим. 11  У җававән: «Шинарға яки Бабилға, шу йәрдә аялға өй қурулиду. У тәйяр болғанда мәзкүр аял өз орнида, униңға тегишлик җайда, маканлишиду»,— деди.

Изаһәтләр