Зәкәрия 6:1—15

6  Мән қайта жуқуриға көзлиримни көтәрсәм, мана, икки мис тағларниң арилиғидин чиқиватқан төрт җәң һарвуни көрдүм.  Биринчи җәң һарвуға қизил атлар четилған еди, иккинчисигә — қара,  үчинчисигә — ақ һәм төртинчисигә — ала-була, күлрәң атлар.  Мән мениң билән сөзләшкән пәриштидин: «Бу немә, тәхсирим?»— дәп соридим.  Пәриштә җававән: «Бу пүткүл йәр-зиминниң Пәрвәрдигари алдида туруватқан төрт асман роһиниң чиқиши.  Қара атлар четилған һарву шимал йеригә йол тутти, ақ атлар деңиз тәрәп, ғәрипкә, маңди, күлрәң атлар җәңуп зиминиға жүрди.  Ала-була атлар болса, йәрниң өз қисмини айлинип чиқиш үчүн, бәт алди»,— деди. Андин у уларға: «Бериңлар, йәр-зиминни пүтүнләй айлинип чиқиңлар»,— деди. Һәм улар маңди.  У мени чақирип: «Қариғина, шимал тәрәпкә барғанлар Йәһваниң роһини шу йәрдә тиничлиди»,— деди.  Йәһва Тәңри маңа қайта мураҗиәт қилип, мундақ деди: 10  «Хелдай, Тобия вә Йидаядин сүргүндә болғанлардин жиққан ианилиридин бир қисмини алғин. Шу күнила Бабилдин кәлгәнләр билән Зәпанияниң оғли Йүсүпниң өйигә барғин. 11  Алтун билән күмүчни елип, таҗ ясап, уни Йозадакниң оғли, башроһаний Йәшуаниң бешиға кийдүр. 12  Униңға мундақ сөзләрни ейт: “Қошунлар Сәрдари Йәһва мундақ дәйду: «Мана, Путақ дәп атилидиған әр. У өз орнида өсүп, Йәһваға ибадәтхана қуриду. 13  У Йәһваниң һәрәмини тикләп, падишалиқ мәртивигә йетиду. У өз тәхтигә олтирип, Һөкүмран һәм шундақла Роһаний болиду. Бу икки вәзипини орунлап, течлиққа йетиду. 14  Ушбу таҗ Йәһва маканида сақлинип туриду, у Гилем, Тобия, Йидая вә Зәпанияниң оғли Һена тоғрилиқ әсләтмә болиду. 15  Жирақтин адәмләр келип, Йәһваниң ибадәтханисини қурушқа ярдәм бериду”. Шундақ болғанда, силәр Йәһва Сәрдар мени силәргә әвәткинини билисиләр. Буниң барлиғи, әгәр силәр Рәббиңлар Йәһваниң авазиға кулақ салсаңлар, шу чағда әмәлгә ашиду”».

Изаһәтләр