Зәкәрия 7:1—14
7 Шаһ Дариос һөкүмранлиғиниң төртинчи жилиниң , тоққузинчи ейиниң йәни кислевниң төртинчи күни Йәһва Худа Зәкәрияға сөз қилди.
2 Бәйтәлниң турғунлири Шарезер вә Рәгәм-Мәләхни кишилири билән Йәһваниң илтипатини дуада сорашқа әвәтти.
3 Улар Йәһва Сәрдарниң өйидики роһанийлардин һәм пәйғәмбәрләрдин мундақ нәрсини сориди: «Бизгә бәшинчи айда жиғлаш керәкму вә узун жиллар бойи биз тутқан розини тутуш керәкму?»
4 Йәһва Сәрдар маңа мураҗиәт қилип, мундақ деди:
5 «Ушбу йәрниң пүткүл хәлқигә вә роһанийлириға мундақ дә: “Мошу 70 жил давамида бәшинчи һәм йәттинчи айларда силәр Мән үчүн роза тутуп, жиғлидиңларму?
6 Силәр йәп-ичкәндә өзәңлар үчүн буни қилмидиңларму?
7 Йәһва өтмүштә, техи Йерусалим вә униң әтрапидики шәһәрләр аватлишип, җәнуп қисми вә түзләң хатирҗәм яшап, пүтүнләй аһалиға толған вақитта авалқи пәйғәмбәрләр арқилиқ ейтқан сөзлиригә беқиндиңларму?”»
8 Йәһва қайтидин Зәкәрияға сөзлиди:
9 «Қошунлар Худайи Йәһва мундақ дәйду: “Адил һөкүм чиқириңлар, бир-бириңларға шәпқәтлик болуп, меһрибанлиқ көрситиңлар,
10 тулларни һәм житимларни, мусапирларни һәм гадайларни алдимаңлар һәм бир-бириңларға қарши һәтта жүригиңлардиму яманлиқ қилмаңлар”.
11 Бирақ улар тиңшашни халимиди, Маңа қарши тәтүр турушти вә сөзлиримни аңлимашқа қулақлирини йепивалди.
12 Улар жүригини алмастәк қаттиқ қиливалди вә Йәһва Сәрдар Өз роһи билән авалқи пәйғәмбәрләр арқилиқ ейтқан нәсиһәтлирини аңлимиди. Буниң һәммиси әскәрләр Худайи Йәһваниң күчлүк ғәзивини қозғиди».
13 «“Мән уларға мураҗиәт қилғинимда, улар тиңшимиғанди. Шуңлашқа Мәнму улар мураҗиәт қилсиму, тиңшимаймән,— дәйду Йәһва Сәрдар.—
14 Қуюнтаз кәби Мән уларни улар тонумиған хәлиқләр арисиға йейивәттим. Уларниң зимини чөлдәриди һәм уни халайиқ чәтнәп өтүдиған болди. Уларниң кесиридин гөзәл зимин дәһшәтлик җайға айланди”».