Зәкәрия 9:1—17

9  Мундақ хәвәр: «Йәһваниң сөзи Хадрах зимини үстидин еғирлишип, Дәмәшқкә биринчи новәттә қаритилди. Сәвәви, Йәһва умумән барлиқ кишиләрни, Исраил қәбилилиридәк, байқайду.   Униң сөзи хошна Хаматқа қаритилған һәм шундақла Тир билән Сидонға, чүнки улар бәк дана болушуп кәтти.   Тир өзини қорғанлар билән торап, күмүчни қумдәк жиғивалди, алтунни болса, таладики патқақтәк топлавалди.   Амма Йәһва уни намрат қилип, қәлъәлирини деңизға ташлайду. Униң әскирини йоқ қилип, Тир өзи отниң йеғиси болиду.   Һашкелон буни көрүп, қорқуп кетиду, Газа болса, дәһшәткә келип, Әқрондәк қаттиқ титрәп кетиду. Чүнки уларниң үмүти бәрбат болуп, Газада шаһ болмайду вә Һашкелон чөлдәрәйду.   Ашдотта чәтәл, некада туғулмиған пәрзәнтләр җайлишиду һәм Мән филистиялиқларниң тәкәббурлиғини йоқитимән.   Мән уларниң ағзидин қанға боялған нәрсиләрни жулувалимән вә чишлирида туруп қалған паскинчилиқларни. Уларниң арисида аман қалғанлар бизниң Худайимизға мәнсүп болиду. Улар Йәһуда қәбилиси аилисиниң башчисидәк һәм Әқронниң турғунлири — йәвусийлардәк болиду.   Мән өйүмни қоршап, алди-кәйни өтүдиған әскәрдин сақлаймән һәм әнди һечким уларда селиқ жиғидиған назарәтчи болмайду. Сәвәви, Мән Өзәм бу ишниң үстидин назарәт қилимән.   Әй, Сион қизи, шатланғин! Йерусалим қизи, тәнтәнә қилғин! Чүнки саңа Падишайиң келиватиду, у һәққаний, ниҗат әкелидиған һәм мулайим, ешәкниң балиси хотәккә минип келиватиду. 10  Мән Әпрайимниң җәң һарвулирини вә Йерусалимниң атлирини тартивалимән вә һәрбий оқ-ялирини уҗуқтуримән. Падиша хәлиқләргә течлиқни җакалайду вә һөкүмранлиғи деңиздин-деңизғичә вә улуқ дәриядин башлап, йәрниң четигичә болиду. 11  Сениң мәһбуслириңни болса, аял киши, Мән сүйи йоқ оридин азат қилимән. Буни Мән сениң билән бәкиткән келишим қени түпәйлидин әмәлгә ашуримән. 12  Әй, мәһбуслар, қорғанлириңларға қайтиңлар, силәрдә үмүт бар! Бүгүн Мән саңа мундақ елан қилимән: “Мән сени икки һәссә бәрикәтләймән. 13  Чүнки Мән оқ-яримни — Йәһудани тартимән, Әпрайимни оқлардәк ишлитимән. Сион, сениң оғулириңни көтирип, Грекия, сениң оғуллириңға қарши атимән! Сени, Сион, қәйсәр ләшкәрниң қиличиға тәңләймән”. 14  Йәһва Өзини уларға намайән қилиду, Униң оқи чақмақтәк учиду. Әң Алий Һөкүмран Йәһва мүңгүз челип, җәнуп қуюнида маңиду. 15  Сәрдар Йәһва уларни қоғдап, таш атқучиларни ялмаветиду. Улар тойғичә ичип, шараптин мәс болуп, ваң-чуң көтириду. Улар шарапқа толған қачидәк вә қурбангаһниң мүңгүзлиригә қуюлған қандәк ақиду. 16  Ушбу күни Рәбби Йәһва уларни қутқузиду, Өз падисини, Өз хәлқини. Униң зиминида улар таҗдики қиммәтбаһалиқ, есил ташлардәк валилдап кетиду! 17  Униң яхшилиқлири нәқәдәр мол вә Униң гөзәллиги немә дегән улуқ! У жигитләргә дан бериду вә қизларға — шарапни».

Изаһәтләр