Зәфания 1:1—18

1  Йәһва Худа Йәһуда падишаси, Амон оғли Йошияниң күнлиридә Хизқия оғли, Амария оғли, Гедалия оғли, Куш оғли Зәпанияға ейтқан хәвәр-сөзи:   «Йәр бетидин һәммә нәрсини йоқ қилимән»,— дәйду Йәһва.   «Мән инсанларни һәм мал-варанни, асман қушлири һәм деңиз белиқлирини қириветимән вә дурус йолдин путлаштуридиған һәммә нәрсини зулумлар билән биргә уҗуқтуримән. Адәмләрни йәр йүзидин еливетимән,— дәйду Йәһва.—   Мән қолумни Йәһуда һәм Йерусалимниң барчә аһалиси үстидин көтирип, ушбу йәрдин Баалға болған ибадәтниң бар қалдуқлирини, униң каһинлириниң исимлирини сүртүветимән, роһанийлирини һалак қилимән.   Өгүзләрдә сәма қошуниға чоқунуватқанларни һәм шундақла Йәһваға ибадәт қилип, Униңға садиқлиқта қәсәм бериватқанларни һәм шу вақиттила өз шаһи Малхамға қәсәм ичиватқанларни йоқ қилимән.   Мән шуниңдәкла Йәһвадин чекинип, Йәһвани издимәй вә Униңдин мәслиһәт соримиғанларниму қириветимән».   Әң Алий Һөкүмран Йәһваниң алдида ағзиңларни йепиңлар, чүнки Йәһваниң күни йеқиндур! Йәһва қурбанлиқни тәйяр қилди, Өзигә меһманларни чақирип, уларни муқәддәслиди.   «Мән Йәһва қурбанлиқ әкелидиған күндә бәгләрни, падишаниң оғуллирини һәм чәтәллик кийимләргә кийинидиған барлиғини җавапқа тартимән.   Мәзкүр күндә Мән егиз җайға көтирилидиғанларни, өз тәхсириниң өйини зорлуққа һәм ялғанчилиққа толтуридиғанларға көз қиримни салимән. 10  Ушбу күндә,— дәйду Йәһва,— Белиқ дәрвазилири қешида налә аңлиниду, шәһәрниң йеңи қисмида жиға-зар вә дөңләрдә қаттиқ опур-топур чиқиду. 11  Махтешниң турғунлири, һөкүрәңлар, чүнки пүткүл содигәр халайиқ йоқалди, күмүчни таразида өлчәйдиғанлар һалак болди. 12  Шу вақитта Мән пүткүл Йерусалимни чирақ билән қарап чиқимән һәм өзбешимлиқ адәмләрни җавапқа тартимән. Улар өз ечитқусида олтирип: “Йәһва йә яхшилиқ, йә яманлиқ қилмайду”,— дәватиду. 13  Уларниң байлиқ-мүлки талан-тараҗға чүшиду, маканлири болса, чөлдәрәйду. Улар өйләрни салған болсиму, уларда яшимайду, үзүмзарлиқларни тиккән болсиму, шарап ичмәйду. 14  Йәһваниң улуқ күни йеқиндур! У интайин йеқин һәм алдирап келиватиду! Йәһва күниниң зуванлири бәк еғир, шу чағда һәтта әң җасурлар һөкүрәп жиғлайду! 15  Бу күн — қәһир күни, дәрт-әләм һәм азапниң күни, паракәндилик һәм әндишиниң күни, зулмәт һәм қараңғулуқниң күни, қара булутлар һәм қаттиқ ямғурниң күни, 16  Карнәйниң үни вә һәрбий шиарниң авази мустәһкәм шәһәрләргә һәм егиз мунарларға қарши яңрайдиған күн! 17  Мән шу чағда кишиләрни қистаймән вә улар қарғулардәк жүриду, чүнки улар Йәһваға қарши гуна қилди. Шу сәвәптин уларниң қени қумдәк төкүлиду һәм җәсәтлири қиғдәк ятиду. 18  Йәһваниң нәпрәт күнидә уларниң нә күмүчи, нә алтуни уларни қутқузушқа қабил болмайду. Униң ғәзивиниң отида пүткүл зимин көйиду, У йәрниң барлиқ турғунлирини туюқсиз һалак қилиду вә бу һалакәт бәк дәһшәтлик болиду».

Изаһәтләр