Зәфания 2:1—15
2 Бепәрва хәлиқ, биргә жиғилиңлар,
һә, силәр, уйити йоқ хәлиқ.
2 Һөкүм техи өз күчигә кирмигичә, күн самандәк
учуп өтмигичә, силәргә Йәһваниң қайнаватқан
ғәзиви йәтмигичә, техи силәргә Йәһваниң
қәһри күни кәлмигичә,
3 Йәһвани барлиқ мөмүн адәмләр издисун,
силәр, ким Униң һәққаний қанунлирини
орунлаватқанлар, һәқиқәтни яхши көрүңлар,
мулайимлиқни сөйүңлар. Силәр Йәһваниң
ғәзәп күнидә сақлинип қалалайсиләр.
4 Чүнки Газа аһалисиз қалиду, Һашкелон чөлдәрәп
кетиду. Ашдот болса, күндүзи булаң-талаң
қилиниду, Әқрон томури билән жулуниду.
5 «Керетейлар, деңиз бойида җайлашқан
хәлиқниң һалиға вай! Мана, Йәһва
силәрни әйиплиди. Қанан, Мән сени,
филистиялиқлар йери, йоқ қилимән.
Турғунлириңдин бирсиму аман қалмайду!
6 Бар деңиз бойи қойлар үчүн яйлаққа айлиниду.
Униңда падичилар үчүн қудуқлар вә қойлар
үчүн қоралар пәйда болиду.
7 Бу дияр Йәһуда өйиниң аман қалған әвладиға
варислиққа берилиду. Улар у йәрдә тамақлинип,
қәчқурунлуғи Һашкелонниң өйлиридә дәм алиду.
Сәвәви, уларниң Худайи Йәһва уларни
әсирдин қайтурғанда, уларға диққитини
ағдуруп, ғәмхорлуқ қилиду».
8 «Мән Моабниң мәсхирилирини һәм Аммон
оғуллириниң һақарәтлирини аңлидим.
Улар шундақ қилип, Мениң хәлқим үстидин
күлүп, уларниң егиликлирини еливалимиз,
дәп махтанди.
9 Өзәм билән қәсәм қилимән,— дәйду Исраилниң
Тәңри, Сәрдар Йәһва,— Моаб Садомдәк болиду,
аммонлуқлар болса — Гаморадәк.
Уларда чақақ өсүп, тузлуқ ора вә
мәңгүлүк чөлгә айлиниду. Мениң хәлқимдин
қалғанлири уларни булап, йерини мирасқа алиду.
10 Бу уларниң тәкәббурлиғи, Сәрдар Йәһваниң
хәлқи үстидин күлүшүп-һақарәтләп,
йоғанчилиқ қилғанлиғи үчүндур.
11 Йәһва уларни сотлиғанда дәһшәтлик көрүниду,
улар титришип кетиду, чүнки У ушбу йәрниң
худалирини карға турмайдиған қилиду.
Бутпәрәсләр, аралларда яшиғучи барлиқ
хәлиқләр, һәрқайси өз вәтинидә,
Униңға ибадәт қилиду.
12 Һәй, силәр, ефиоп-һәбәшләр, Мениң
қиличимдин силәрму һалак болисиләр».
13 Худа қолини шималға созуп, Ассурни
йоқ қилиду, Ниневияни гумран қилип,
уни кәби явайи чөлгә алмаштуриду.
14 Шу йәрдә һәрқандақ падилар, явайи
җаниварларниң топлири ятиду. Жиқилған
түврүкләрниң арисиға пеликанлар һәм
кирпиләр олишиду. Деризилиридин уларниң
һувлиши аңлиниду, босуғилирида сунған
парчилар ятиду. Тамлиридин кедр яғичини
чишлири билән жулиду.
15 Бу мәғрур шәһәр еди, у шатлинип беғәм яшатти
вә өзи тоғрилиқ: «Мән һәммисидин яхши.
Маңа тәң келидиған һечким йоқ!»— дәп ойлатти.
Әнди болса, у пәқәт һәйвәт қозғап, һәрқандақ
явайи һәм жиртқуч һайванниң угиси болди.
Униң қешидин өтүдиған һәрким униңға қарап
ушқетиду вә қолини шилтип, бешини чайқайду.