Зәфания 3:1—20

3  Йерусалим, тәрса, булғанған һәм исиянкар шәһәрниң һалиға вай!   У һечкимниң авазини тиңшимайду, нәсиһәтни қобул қилмайду вә Йәһваға ишәнмәй, өз Худайиға йеқинлашмиди.   Униң бәглири — ғарилдайдиған ширлар, сотчилири — түндики бөриләрдур, улар әтигәнликкә бирму устихан қалдурмайду.   Пәйғәмбәрлири қуруқсөзлүк, иккиүзлүк кишиләрдур, роһанийлири муқәддәсликләрни напаклаштуридиған, Қанунни бузудиған инсанлар.   Йәһва, ушбу шәһәрдә Яшиғучи, һәққанийдур. У һечбир яманлиқни қилмайду. Һәр әтигәнлиги у Өз адиллиғини намайән қилмақта, Униң бу пәзилити күн чиқиштәк дайимий, лекин қанунсиз киши номусни билмәйду.   «Мән хәлиқләрни қиривәттим. Уларниң мунарлири ташланди, кочилирини Мән адәмсиз қиливәттим. Шәһәрлири вәйран болуп, турғунсиз қалди.   Мән мәзкүр шәһәрниң аһалисиға мундақ дегәндим: “Пәқәт Мәндин қорқуңлар вә әқилни қобул қилиңлар”. Буни Мән уларни җазалимаш, макани йоқ болмиши үчүн әскәрткәндим, лекин улар зулум ишлириға техиму петип кәтти.   “Шуңа, Мени күтүңлар”,— дәйду Йәһва,— Мән келип, силәргә қарши Гувачи болуп турудиған күнни күтүңлар! Мән шундақ қарар чиқардимки, һәммә хәлиқләрни вә барчә шаһлиқларни жиғип, уларға Өз нәпритимни, Мениң лавулдаватқан ғәзивимни төкимән. Қәһримниң һәм қизғинишимниң өрти билән пүткүл йәр-зимин көйдүрүлиду.   Шу вақитта Мән хәлиқләргә пак еғизларни беримән. Улар Йәһваниң исмини таза тилда чақирип, Униңға җан-дили билән инақлиқта хизмәт қилиши үчүндур”. 10  Ефиопия дәриялири қирлиридин Маңа Мениң чечивәткән хәлқим, илтиҗалири арқилиқ мураҗиәт қиливатқанлар һәдийәлирини әкелиду. 11  Ушбу күни сән Маңа қилған гунакар ишлириңдин иза тартмайсән, чүнки шу вақитта Мән сениңда болған мәғрур көрәңләрни еливетимән һәм сән Мениң муқәддәс теғимда шөһрәтпәрәс болмайсән. 12  Мән ичиңдә аддий һәм мулайим кишиләрни қалдуримән вә улар Йәһваниң исмида өзлиригә башпана тапиду. 13  Исраилниң аман қалған қалдуғи наһәқлиқни әнди қилмайду, улар алдамчи болмайду вә еғизида қув-мәккарлиқ тепилмайду. Улар әнди отлинип, хатирҗәм ятиду һәм һечким уларни қорқатмайду». 14  Һәй, Сион қизи, тәнтәнилигин! Һәй, Исраил, шатланғин! Пүткүл жүригиңдин, Йерусалим қизи, хошал болғин! 15  Йәһва саңа чиқарған һөкүмни рәт қилди. У дүшмәнлириңни қоғлап чиқти. Исраил Падишаси Йәһва сениң биләндур, әнди сән қандақла апәт болмисун, қорқмайсән! 16  Ушбу күндә Йерусалимға мундақ сөзләр ейтилиду: «Сион, қорқма! Қоллириң аҗизлишип кәтмисун. 17  Рәббиң Йәһва сениң биләндур. У қудрәтлик — У қутқузиду. Саңа қарап, хошал болиду, саңа болған меһир-муһәббитидә тәсәлли алиду вә сениң билән зоқлиниду. 18  Мән җәмийәттин нери қелип, сениң мәйрәмлириңни сеғинғанларни жиғимән, чүнки улар — сениңки. Сениңдин жирақта болуп, улар тутқунда тәқипләнди. 19  Шу вақитта Мән сени қиставатқанларға қарши чиқимән. Асқақларни қутулдуримән, қоғландиларни жиғимән вә уларни авал пәсәйткән йәрләрдә һөрмәтләйдиған һәм атақлиқ кишиләр қилимән. 20  Мәзкүр вақитта Мән силәрни өйүңларға қайтуримән. Мән силәрни шәрәпләп, йәрниң барлиқ хәлиқлири арисида еһтирамлиқ қилимән. Бу иш хәлқиңларни әсирдин қайтурғинимда йүз бериду. Уни силәр өз көзүңлар билән көрисиләр»,— дәйду Пәрвәрдигар Йәһва.

Изаһәтләр