Йоел 1:1—20

1  Петуилниң оғли Йоелға болған Йәһва Худаниң сөзи:   «Һәй, ақсақаллар, аңлаңлар, зиминниң барлиқ турғунлири, диққәт ағдуруңлар! Мошундақ нәрсә силәрниң күнлириңларда яки әҗдатлириңларниң дәвридә болғанму?   Пәрзәнтлириңларға бу тоғрилиқ баян қилиңлар, улар болса, өз балилириға ейтип бәрсун. Шуни җекилисунки, уларму кейинки әвлатқа буни йәткүзсун.   Дәсләпки кәлгән чекәткидин қалғанни иккинчи топ чекәткә йәвәтти, униңдин қалғинини қанатсиз чекәткә истимал қилди, униңдин ашқанни болса, опқан чекәткә қурутти.   Мәсхушлар, охиниңлар вә қаттиқ жиғлаңлар! Шарап ичишни яхши көрүдиғанлар, һөкүрәп жиғлаңлар, чүнки шарап ағзиңлардин тартивелинди!   Чүнки Мениң йеримгә күчлүк һәм көпсанлиқ хәлиқ йепилди. Униң чишлири ширниңки вә еғизлири йолвасниңки.   У Мениң үзүм ғолимни йоқатти вә әнҗиримдин пәқәт көтәкни қалдурди. У уларни ғаҗилап, қовзиғини ташлавәтти.   Қапқа кийингән, өз жигити һәққидә жиғлаватқан қиздәк қахшап жиғла.   Йәһваниң өйидә нан һәм шарап һәдийәси қалмиди. Шуңа роһанийлар, Йәһваниң хизмәткарлири қайғурмақта. 10  Етиз вәйран қилинди, йәр хапичилиқта, чүнки һосул йоқ болди, үзүмдики ширнә қуруп кәтти вә зәйтундики май түгиди. 11  Деханлар паракәндиликтә вә бағвәнләр ғәмгә толди, сәвәви, етиздики барчә һосул һалак болди. 12  Үзүмзарлиқ иза тартмақта, әнҗир солашти. Анар, пальма вә алма — һәммиси қуруп кәтти. Шуңлашқа инсан оғуллиридин хошаллиқ қачти. 13  Қапқа ориниңлар, роһанийлар, мәйдәңларға уруңлар! Қурбангаһ хизмәтчилири, ибадәтханиға берип, қапларни йәшмәй қонуңлар, чүнки Рәббиңларниң өйидә нан һәдийәси һәм шарап тәғдими тохтиди. 14  Роза бәлгүләңлар, ишлардин әркинликни елан қилиңлар, жиғин чақириңлар. Йәһва Илаһиңларниң маканида ақсақаллар һәм мәзкүр зиминниң аһалисини жиғип, Йәһвадин ярдәм сораңлар. 15  Аһ, немә дегән дәһшәтлик күн! Йәһваниң күни йеқинлашти, у һалакәттәк Һәммигә Қадирдин келиватиду! 16  Көзимиз алдида озуғимиз түгимидиму вә Илаһимиз маканидин хошаллиқ билән шатлиқ қачмидиму?  17  Уруқлар йәрдә қуруп кәтти. Қоймилар қуруқ қалди. Амбарлар бузулмақта, чүнки дан қалмиди. 18  Еһ, мал-варанниң товлишичу! Калиларниң падилири чөп издәп, тарап кәтти. Қойларниң отарлири мәрәп, азапланмақта. 19  Саңа, Йәһва, налә қилимән, чүнки өрт дала яйлақлирини көйдүрүп ташлиди вә дәрәқләрдинму һечнемә қалмиди. 20  Һәтта дала һайванлириму Сениңдин ярдәм күтмәктә, чүнки суларниң еқинлири қуруп кәтти вә түзләңдики яйлақлар көйүп кәтти.

Изаһәтләр