Йоел 2:1—32

2  Сионда мүңгүз челиңлар! Мениң муқәддәс теғимда һәрбий шиар аңлансун! Йәрниң барчә турғунлири дирилдап кәтсун, чүнки Йәһваниң күни йеқинлашмақта! Ушбу күн толиму йеқин!   Мәзкүр күн қараңғулуқ һәм зулмәт күни, қара булутлар һәм қоюқ-тутуқ күндур. У сәһәрдә тағларға чүшкән күнниң шәписидәк, сансиз һәм күчлүк хәлиқ уларда йейилди. Әсирләр бойи униңдәк хәлиқ болмиғанди вә кәлгүсидиму ундақ хәлиқ һечқачан болмайду.   Униң алдида өрт маңиду, кәйнидә болса, ялқун ялмайду. Униң алдида йәр Ерәм беғидәк, кәйнидә болса, җансиз қақас вә һечнемә униңдин кейин қалмайду.   У түри билән атларға охшайду вә чавандазлардәк учиду.   Улардин чиққан ваң-чуң җәң һарвулириниң ваң-чуңидәк, улар саманни йәйдиған отниң чарсилдишидәк, тағларниң чоқилирида сәкрәп жүриду. Улар урушқа тәйяр қудрәтлик хәлиқтур.   Уларниң алдида хәлиқләр титришип, барлиқ үзләр өңүп кетиду.   Улар җасур әскәрдәк, ләшкәрләрдәк тамларға чиқиду. Барлиғи уттур йол билән меңип, һечқайси қатарини бузмайду.   Улар бир-бирсини иштәрмәйду, һәрқайси алдиға өз йоли билән маңиду. Әгәр бирлири җәңдә жиқилса, қалғанлири қатарда қалиду.   Улар шәһәргә жүгрәп кирип, тамларға чиқишиду, өйләргә кирип, деризиләрдин оғрилардәк чүшиду. 10  Алдида зимин титрәп, асман силкиниду. Қуяш билән ай өчүп, юлтузлар парлишини йоқитиду. 11  Йәһва җараңлиқ авазда Өз әскиригә мураҗиәт қилмақта вә Униң қошуни бәк зордур. Өз сөзини Орунлиғучи интайин қадир. Йәһваниң күни улуқтур һәм дәһшәтлик, ким ушбу күндә туралисун?» 12  Лекин һазирму қайтип келишкә кәч әмәс,— дәйду Йәһва.— Шуңлашқа Маңа пүткүл жүригиңлар билән қайтиңлар. Роза тутуңлар, жиғлаңлар һәм пәриядта болуңлар. 13  Жүрәклириңларни жиртиңлар, кийимиңларни әмәс! Худайиңлар Йәһваға бурулуңлар, чүнки У инсанни сөйиду, рәһимлик, чидамлиқ вә вапа меһир-муһәббәткә байдур. У нийитини йөткәп, бала-қазани кәлтүрмәйду. 14  Ким билсун, бәлким, У ич ағритип, ғәзивидин қайтар? Бәлким, У силәргә бәрикитини берип, силәр Рәббиңлар Йәһваға нан һәм шарап һәдийәлириңларни әкелисиләр? 15  Сионда карнәй челиңлар! Розини елан қилиңлар. Жиғинни чақириңлар. 16  Хәлиқни жиғип, кәлгәнләрни муқәддәсләңлар. Ақсақалларни, қериларни, өсмүрләрни вә бовақларни топлаңлар. Өйлинидиған жигит бөлмисидин чиқсун һәм той қизи — ятиғидин. 17  Роһанийлар, Йәһваниң хизмәтчилири, дәһлиз һәм қурбангаһ арисида туруп, мундақ жиғлисун: “Аһ, Йәһва, хәлқиңни айиғина. Уни шәрмәндигә қоймиғиңа вә Өз несивиң үстидин бутпәрәсләрниң һөкүмранлиқ қилишиға рухсәт бәрмигинә. Улар: “Қени уларниң Тәңри?”— демисун”. 18  Шу чағда Йәһва Өз йериниң қисмитигә бепәрва қаримайду вә Өз хәлқигә ич ағритиду. 19  Йәһва униңға мундақ җавап бериду: “Мана, Мән силәргә нан, үзүм ширниси вә зәйтун мейини әвәттим һәм силәр улар билән озуқлинисиләр. Мән башқа силәрни бутпәрәсләргә хорлуққа бәрмәймән! 20  Мән силәрдин шималдин кәлгәнни қоғлаветимән, уни қуруқ һәм җансиз җайға қисип чикиримән. Униң илғар қошунлирини Өлүк деңизға, кәйнидики әскәрлирини Оттурайәр деңизиға. Униңдин сесимчилиқ чиқип, чириклик уни япиду. Мән Өз ишлиримда улуғвардур”. 21  Һәй, зимин, қорқма! Хошал боп, шатлан, чүнки Йәһва көп улуқ ишларни бәҗирди! 22  Явайи һайванлар, қорқмаңлар! Чөлдики яйлақлар яңливаштин көкириду, дәрәқләр үнүмини бериду, әнҗир һәм үзүм ғоли мол һосул әкелиду. 23  Сионниң пәрзәнтлири, Тәңриңлар Йәһва қилған ишларға хурсән болуңлар! У силәргә күздә мол ямғурларни төкиду вә авалқидәк баһардики һәм күздики сеһий йешинларни әвәтиду. 24  Хаман данға тошиду вә искәнҗиләр шарап һәм майға толиду. 25  Демәк, Мән силәргә әву жиллардики зийиниңларни төләп беримән. Шу вақитта чекәткә, қанатсиз, топ-топ һәм опқан чекәткә — Мениң бүйүк, силәргә әвәткән қошуним, һәммә нәрсини йәвәткән еди. 26  Силәр тойғичә йәп, Илаһиңлар Йәһваниң исмини мәдһийиләйсиләр, сәвәви, У силәр үчүн мөҗүзиләрни қилди! Мениң хәлқим әнди һечқачан иза тартмайду. 27  Шундақ қилип, шуни билисиләрки, Мән Исраил биләндур вә Мән — Йәһва, силәрниң Худайиңлар һәм башқа һечбир Худа йоқтур! Мениң хәлқим әнди шәрмәндичиликтә болмайду. 28  Андин кейин Мән Өз муқәддәс роһумни барлиқ адәмләргә төкимән. Шуниң билән силәрниң оғул-қизлириңлар бәшарәтләрни ейтиду, қерилириңларға чүшләр кириду вә жигитлириңлар вәһийләрни көриду. 29  Һәтта қул әрләр һәм аялларға Мән шу күнләрдә муқәддәс роһумдин төкимән. 30  Мән карамәтләрни асманда һәм йәрдә намайән қилимән: қан, от вә ис-түтәкниң түврүклирини. 31  Қуяш зулмәткә айлиниду вә ай — қанға. Бу бәлгүләр Йәһваниң улуқ һәм дәһшәтлик күни келишидин авал йүз бериду. 32  Лекин шу чағда Йәһваниң исмини чақириватқан һәрким қутқузулиду. Сәвәви, Сион теғида вә Йерусалимда қутқузулидиғанлар болиду,— дәйду Йәһва,— аман қалғанларниң арисида пәқәт Йәһва Өзи чақирғанлар болиду.

Изаһәтләр