Йоһанниң 2-хети 1:1—13
1 Мән ақсақал — Худа тәрипидин талланған ханимға вә униң балилириға салам йоллаймән. Мән уларни чин көңлүмдин сөйүмән, пәқәт мәнла әмәс, бәлки һәқиқәтни тонуп-йәткәнләрниң һәммиси.
2 Биз силәрни сөйүмиз, чүнки һәқиқәт һәммимиздә бар вә биз билән мәңгү болиду.
3 Атимиз Худадин вә Атиниң Оғли Әйса Мәсиһтин келиватқан мол меһирлик, рәһимдиллик, тиничлиқ, һәқиқәт вә меһир-муһәббәт биз билән биллә болмақта.
4 Мән сизниң бәзибир балилириңизниң, биз Рәббимиздин алған шу әмиргә мувапиқ, һәқиқәттә меңиватқинини билгинимгә бәкму хошал болдум.
5 Ханим, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, дегән әмирни орунлашни сорап йезиватимән. Бу әмир йеңи әмәс, сәвәви у биздә әң бешидин бар.
6 Меһир-муһәббәт бизниң шу әмирләргә әмәл қилип меңишимиздин ибарәттур. Бу — силәр баштин аңлиған әшу әмирдур. Шуниңға әмәл қилип, меңишиңларни давамлаштуруңлар.
7 Дунияда Әйса Мәсиһниң тәндә кәлгинини иқрар қилмайдиған көплигән ялғанчилар пәйда болди. Ким шундақ дәп саниса, у — ялғанчи һәм дәҗҗалдур.
8 Бизниң әмгәк қилғанлиримизни йоқитип қоймаслиғиңлар һәм толуқ мукапатқа еришишиңлар үчүн, өзәңларға пәхәс болуңлар.
9 Кимду-ким алдиға жулқунуп, Мәсиһниң тәлимлиригә риайә қилмиса, у Худадин мәһрум болди. Ким бу тәлиматқа риайә қилса, униңда һәм Атиси, һәм Оғли бар.
10 Әгәр кимду-ким силәргә келип, бу тәлиматни әкәлмисә, уни өз өйүңларда қобул қилмаңлар вә униң билән саламлашмаңлар.
11 Чүнки униң билән саламлашқан киши униң яман ишлириға шерик болиду.
12 Гәрчә мениңда силәргә язидиған сөзләр көп болсиму, силәрниң хошаллиғиңлар толуқ болуши үчүн, буни силәргә сия билән қәғәзгә язғум кәлмәйду, чунки силәргә келип, үзму-үз сөзлишишни үмүт қилимән.
13 Сизгә талланған қериндишиңизниң балилири салам ейтиватиду.