Йоһанниң 3-хети 1:1—14

 Мән ақсақал — һәқиқәтән мән сөйүдиған қиммәтлик Гайға салам йоллаймән.  Қиммәтлик бурадәр, сениң сағлам болуп, бурунқидәк һәммә җәһәттин утуқлуқ болушиңға дуа қилимән.  Мән бурадәрләрниң маңа кәлгинидә, сениң һәқиқәттә туруватқиниңни аңлап, наһайити хошал болдум. Сениң һәқиқәттә меңишни давамлаштуруватқиниңға хурсәнмән.  Балилиримниң һәқиқәттә меңиватқинини аңлаштин башқа, мениң миннәтдар болушқа артуғирақ сәвәвим йоқ.  Қәдирдан бурадәр, тонуш вә натонуш қериндашлар үчүн қилғанлириң һәммә тәрәптин ишәнчликтур.  Улар пүтүн җамаәтниң алдида сениң меһир-муһәббитиң тоғрилиқ ейтип бәрди. Өтүнүмән, уларни Худаға лайиқ һалда йолға салғин.  Улар башқа хәлиқләрниң кишилиридин һечнемә алмай, Униң исми үчүн маңди.  Шуңлашқа биз, һәқиқәттики һәмкарлар болушимиз үчүн, мундақларни меһмандостлуқ билән қарши елишимиз шәрт.  Мән җамаәткә бәзибир нәрсиләрни язған едим, амма уларниң арисида биринчиликни яхши көрүдиған Диотреп, биздин һечнемини һөрмәт билән қобул қилмайватиду. 10  Шуңлашқа, әгәр кәлсәм, униң биз тоғрилиқ әски гәпләрни тарқитип, қилған яман ишлирини әскә салимән. Буни аз дегәндәк, у өзи қериндашларни һөрмәт билән қарши алмайду вә уларни қарши алғуси кәлгәнләргә тосалғу қилмақта, вә уларни җамаәттин қоғлашқа тиришмақта. 11  Әзиз бурадәр, зулумлуқтин әмәс, меһриванлиқтин үлгә ал. Меһриванлиқ қилғучи — Рәббимизгә мәнсүп. Зулумлуқ қилғучи — Худани тонуп билмигәндур. 12  Димитир тоғрилиқ ейтсам, у һәқиқәткә асаслинип яшаватқанлиғини һәммиси яхши гувалиқ берип, тәкитләватиду. Бизму гувалиқ беримиз һәм сән шуни билисәнки, бизниң гувалиғимиз һәқтур. 13  Мениңдә саңа язидиғанлирим көп еди, бирақ қәләм вә сия билән башқа язғум йоқ. 14  Мениң сени пат арида көрүшкә үмүтүм бар вә биз үзму-үз сөзлишимиз. Саңа течлиқ болсун! Достлар саңа салам йоллаватиду. Мениңдин достлиримниң һәрбирсигә айрим салам ейтқин.

Изаһәтләр