Йоһан 12:1—50
12 Песах мәйримидин алтә күн илгири Әйса Бәйтанияға, йәни Лазарни өлүмдин тирилдүргән йезиға барди.
2 Шу йәрдә Әйсаға кәчки зияпәт берилди. Марта меһманларни күтүвататти, Лазар болса Әйса билән янпашлап, һәмдәстихан болғанларниң арисида еди.
3 Мәрийәм сап сумбулдин ясалған интайин қиммәтбаһалиқ 300 граммға йеқин әтир майдин әкелип, Әйсаниң аяқлирини майлап, чачлири билән сүртти. Өй әтирниң хуш пуриғиға толди.
4 Лекин Әйсаниң шагиртлиридин бири, униңға сатқунлуқ қилмақчи болуватқан Йәһуда Ишқарийот:
5 «Бу майни 300 динарға сетип, кәмбәғәлләргә бөлүп бәрсә болмасмеди?»— деди.
6 Бу сөзни у кәмбәғәлләргә ғәмхорлуқ қилиши үчүн әмәс, бәлки оғри болғанлиғи үчүн ейтти. У ортақ пул сандуқчисини тутатти вә у йәргә селинған пуллардин өзигә чиқиривалатти.
7 Шу чағда Әйса: «Уни теч қой, мени дәпин күнүмгә тәйярлаш үчүн, бу урпи-адәтни орунлишиға кашила қилма.
8 Чүнки кәмбәғәлләр һәрдайим араңларда, мән болсам дайим араңларда болмаймән»,— деди.
9 Нурғунлиған йәһудийлар Әйсаниң қәйәрдә екәнлигини аңлап, пәқәт Әйсани әмәс, бәлки у өлүмдин тирилдүргән Лазарниму көрүш үчүн шу йәргә кәлди.
10 Шу вақитта чоң роһанийлар Лазарниму өлтүрмәкчи болуп келишти,
11 чүнки нурғун йәһудийлар униң үчүн у йәргә барғанда, Әйсаға ишәнди.
12 Әтиси мәйрәмгә кәлгән көплигән хәлиқ Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлап,
13 қоллириға хорма шахлирини тутуп, уни қарши елишқа чиқишип: «Уни қутқузғина, Саңа ялвуримиз! Йәһваниң исмидин келиватқан Исраил Падишаси мубарәк болсун!»— дәп вақирашти.
14 Әйса бир хотәкни тепип, униңға минди, худди Муқәддәс Язмиларда ейтилғандәк:
15 «Сион қизи, қорқма. Мана, сениң Падишайиң хотәккә минип келиватиду».
16 Әйсаниң шагиртлири башта буниңға диққәт ағдурмиди, лекин Әйса мәдһийиләнгәндин кейин, улар бу айәтниң у һәққидә йезилғанлиғини вә хәлиқ бәшарәттикидәк қилғанлиғини әслиди.
17 Әйса билән жүргән көпчилик униң Лазарни қәбирдин чақирип тирилдүргәнлигини көргинини башқиларға тохтимастин хәвәрлиди.
18 Халайиқ Әйсаниң мөҗүзисини аңлиғачқа, уни қарши алғили чиқти.
19 Пәрисийләр өзара: «Қараңлар, биз һечнәрсә қилалмайватимиз. Пүтүн дуния униңға әгишиватиду!»— дәп кайишти.
20 Тәңригә ибадәт қилиш үчүн мәйрәмгә кәлгәнләр арисида грекларму бар еди.
21 Булар Җәлилийәниң Бәйтсайда шәһиридин болған Филипниң йениға келип: «Тәхсир, биз Әйсани көрмәкчи едуқ»,— дәп ялвурушти.
22 Филип берип, буни Әндәргә мәлум қилди. Андин улар иккиси Әйсаға бу һәққидә ейтти.
23 Әйса җававән мундақ деди: «Инсан Оғли улуқлинидиған вақит-саат кәлди.
24 Силәргә һәқни ейтиватимән: әгәр буғдай дени топиға ташлинип өлмисә, биртал дан пети қалиду, әгәр өлсә, көп һосул әкелиду.
25 Ким өз җенини қәдирлисә, уни һалак қилиду, ким бу дунияда өз җенини өч көрсә, уни мәңгү һаят үчүн сақлап қалиду.
26 Ким маңа хизмәт қилишни халиса, маңа әгәшсун һәм мән қәйәрдә болсам, хизмәтчимму шу йәрдә болиду. Ким маңа хизмәт қилса, Атам униңға һөрмәт көрситиду.
27 Һазир көңлүм әнсирәватиду. Буниңға немә дәй? Ата, мени мошу вақит-сааттин қутқузғина. Ваһаләнки, мән шу вақит-саат үчүн кәлдим.
28 Атам, Өз исмиңни улуқлиғин!» Шундақ дейиши билән әрштин: «Мән улуқлидим вә йәниму улуқлаймән»,— дегән аваз кәлди.
29 Шу йәрдә турғанларниң бирмунчилири буни аңлап, һава гүлдүрлиди, дейишти. Башқилири болса: «Униңға пәриштә гәп қилди»,— дейишти.
30 Буниңға Әйса өзи: «Бу аваз мән үчүн әмәс, силәр үчүн болди.
31 Әнди бу дуния һөкүм қилинмақта вә бу дунияниң һөкүмдари һайдилиду.
32 Мән йәрдин көтүрилгинимдә, һәрхил инсанларни өзәмгә җәлип қилимән»,— деди.
33 У буни дейиши арқилиқ өзиниң қандақ өлүдиғанлиғини уқтурди.
34 Шу чағда адәмләр униңға: «Биз Тәвраттин Мәсиһ мәңгүгә қалиду, дәп аңлиған. Қандақларчә инсан Оғли жуқуриға көтүрүлиши керәк, дәп ейтиватисән? Ким бу инсан Оғли?»— деди.
35 Әйса: «Йәнә қисқа муддәт йоруқлуқ силәр билән болиду. Қараңғулуқ силәрни чирмавалмаслиғи үчүн, йоруқлуқ бар чағда меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду.
36 Һазирчә йоруқлуқ силәрдә бар екән, йоруқлуқниң оғуллири болуш үчүн, униңға етиқат билдүриңлар»,— дәп җавап бәрди.
Бу сөзләрни қилғандин кейин, Әйса улардин кетип, йошурунди.
37 Гәрчә у уларниң алдида шунчә мөҗүзиләрни көрсәткән болсиму, улар униңға ишәнмәтти.
38 Шундақларчә Йәшая пәйғәмбәрниң сөзи орунланди: «Йәһва, биз ейтқанларға ким ишәнди һәм кимгә Йәһваниң қоли намайән болди?»
39 Улар шу сәвәптин ишинәлмидики, чүнки Йәшая шундақла ейтқинидәк:
40 «Уларниң көзлири көрмәслиги, қәлблири чүшәнмәслиги үчүн һәм қайтип келип, Мән уларни сақайтмаслиғим үчүн, уларниң көзлирини кор қилдим вә жүрәклирини таш қилдим».
41 Йәшая Мәсиһниң шан-шәрипини көрүп, у тоғрисида шуларни ейтқан еди.
42 Һалбуки, һәтта нурғун башлиқлар униңға ишәнгән болсиму, лекин пәрисийләргә бола ибадәтханилардин қоғлап чиқириветилиштин қорқуп, уни очуқ иқрар қилалматти.
43 Чүнки улар Худаниң махтишидин көрә, инсанларниң махтишини хуш көрәтти.
44 Әйса жуқури авазда мундақ деди: «Маңа ишәнгән адәм маңила әмәс, бәлки мени Әвәткүчигиму ишәнгән болиду.
45 Мени көргән киши мени Әвәткүчини көргән болиду.
46 Маңа етиқат бағлиған һәрбир киши қараңғулуқта қалмисун дәп, мән дунияға нурлуқ болуп кәлдим.
47 Ким мениң сөзлиримни аңлап әмәл қилмиса, мән уни әйиплимәймән, чүнки мән дунияни әйипләш үчүн әмәс, бәлки қутқузуш үчүн кәлдим.
48 Мени рәт қилип, сөзлиримни қобул қилмиған кишигә һөкүм бар. Мениң ейтқан сөзүм уни ахирқи күни һөкүм қилиду.
49 Мән өзлүгимдин сөзлигиним йоқ, әксичә, мени әвәткән Атам нәқ немә ейтишим керәклигини әмир қилди.
50 Мән шуни билимәнки, Униң вәсийити мәңгү һаятни билдүриду. Шуңлашқа мениң ейтқанлирим Атам маңа ейтқандәк ейтилмақта».