Йоһан 14:1—31
14 «Көңлиңлар беарам болмисун. Худаға етиқат қилиңлар һәм маңиму ишәнчә билдүрүңлар.
2 Атамниң өйидә маканлар көп. Әгәр ундақ болмиған болса, мән силәргә ейтаттим, чүнки мән силәргә орун тәйярлаш үчүн кетип баримәнғу.
3 Әгәр мән берип силәргә җай тәйярлисам, йәнә келип, мән болудиған җайда силәрниңму болушуңлар үчүн, силәрни йенимға елип кетимән.
4 Мән баридиған җайниң йолини силәр билисиләр»,— деди Әйса.
5 Томас униңға: «Һакимдаримиз, нәгә баридиғиниңни биз билмәймиз. У җайға йолни нәдин билимиз?»— деди.
6 Әйса җававән: «Мән — йол, һәқиқәт вә һаятлиқтур. Һечким мениңсиз Атамға келәлмәйду.
7 Әгәр мени билсәңлар, Атамниму билисиләр. Әнди силәр Уни билисиләр һәм Уни көрдүңлар»,— деди.
8 Филип: «Һакимдарим, бизгә Атаңни көрсәтсәң, шу бизгә йетәрлик болатти»,— деди.
9 Әйса униңға: «Филип, мән шунчә вақит силәр билән болуп туруп, мени техила тонумидиңму? Мени көргән киши Атамниму көргән болиду. Қандақларчә сән: “Бизгә Атаңни көрсәткин”,— дәйсән?
10 Яки мән Атам билән, Атам мениң билән бирликтә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни өзлүгүмдин ейтқиним йоқ, бәлки мениң билән бирликтә болған Атам Өз ишлирини мән арқилиқ қиливатиду.
11 Мән Атам билән бирликтә һәм Атам мениң билән бирликтә екәнлигигә ишиниңлар. Маңа ишәнмисәңлар, Униң ирадисигә мас ишлиримға ишиниңлар.
12 Силәргә һәқни ейтиватимәнки, ким маңа етиқат бағлиса, мән қиливатқан ишларни өзиму қилиду вә һәтта буниңдинму зор ишларни қилиду, сәвәви мән Атамға қайтиватимән.
13 Мениң исмимдин немила сорисаңлар, Атам Оғли арқилиқ мәдһийилиниши үчүн, мән шуни орунлаймән.
14 Мениң исмимға бенаән немила сорисаңлар, шуни орунлап беримән.
15 Әгәр мени сөйсәңлар, вәсийәтлиримгә әмәл қилисиләр.
16 Мән Атамға мураҗиәт қилимән һәм мәңгү силәр билән болуши үчүн, У башқа ярдәмчини
17 — һәқиқәт роһини бериду. Дуния уни алалмайду, чүнки уни көрмәйду һәм билмәйду. Силәр уни билисиләр, чүнки у силәр билән биллә вә силәрдә бар.
18 Мән силәрни житим қалдурмаймән, мән чоқум силәргә келимән.
19 Аз вақиттин кейин дуния мени башқа көрмәйду, амма силәр мени көрисиләр, чүнки мән тириқ яшаймән һәм силәрму яшайсиләр.
20 Шу күни мән Атам билән бирликтә вә силәр мениң билән бирликтә һәм мән силәр билән бирликтә екәнлигимни билисиләр.
21 Ким мениң әмирлиримни қобул қилип әмәл қилса, шу мени сөйиду. Ким мени сөйсә, шуни Атам сөйиду вә мәнму уни сөйимән һәм өзәмни униңға аян қилимән»,— деди.
22 Шу чағда Йәһуда (Ишқарийот әмәс) Әйсадин: «Һакимдарим, немә үчүн өзәңни бу дунияға әмәс, бизгә аян қилмақчисән?»— дәп сориди.
23 Әйса җававән мундақ деди: «Ким мени сөйсә, мениң сөзүмгә әмәл қилиду һәм Атам уни сөйиду. Биз Атам билән униңға келип, өзүмизгә йенида макан қуримиз.
24 Мени сөймигән киши сөзлиримгә әмәл қилмайду. Силәр аңлаватқан сөзләр мениңки әмәс, бәлки мени әвәткән Атамниңкидур.
25 Мән силәр билән болуватқачқа буларни дәватимән.
26 Атам мениң исмимға әвәтидиған ярдәмчи, йәни муқәддәс роһ, силәрни һәммигә үгитиду вә мән ейтқан барчә нәрсини есиңларға салиду.
27 Силәргә течлиқ қалдуриватимән, өз течлиғимни силәргә беримән. Мән уни бу дуния адәмлири бериватқандәк бәрмәймән. Көңлиңлар беарам болмисун вә жүрәклириңлар моҗулмисун.
28 Силәргә ейтқанлиримни аңлидиңлар: “Мән кетиватимән һәм силәргә йәнә қайтип келимән”. Әгәр силәр мени һәқиқәтән сөйсәңлар, Атамниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хошал болаттиңлар, чүнки Атам мәндин артуқтур.
29 Мән силәргә бу ишлар йүз бәргәндә маңа ишәнсун, дәп буларни алдин-ала ейттим.
30 Силәр билән әнди көп сөзлишәлмәймән, чүнки бу дунияниң һөкүмрани келиватиду. Униң мениң үстүмдин һакимийити йоқ.
31 Лекин бу дуния мән Атамни сөйүдиғанлиғимни билсун дәп, Атам маңа әмир қилғинидәк, иш қилимән. Қени туруңлар, бу җайдин кетәйли.