Йоһан 19:1—42
19 Андин Пилат Әйсани қамчилатти.
2 Ләшкәрләр тикән шахлиридин таҗ ясап, Әйсаниң бешиға кийгүзди һәм сөсүн рәңлик тонни кийдүрүшти.
3 Кейин униң алдиға келишип: «Әссалам, йәһудийәлик Падиша!»— дәп, униң качатлириға урушти.
4 Пилат қайта ташқириға чиқип: «Қараңлар! Мән униңдин һечқандақ әйип тапалмиғачқа, уни алдиңларға елип чиқтим»,— дәп җакалиди.
5 Буниң билән, Әйса бешидики тикәнлик таҗ вә сөсүн рәңлик тонда топ алдиға чиққанда, Пилат уларға: «Мана бу — Адәм!»— деди.
6 Бирақ чоң роһанийлар вә күзәтчиләр Әйсани көрүп: «Уни түврүккә апар! Түврүккә!»— дәп вақирашти. Пилат уларға: «Уни өзәңлар түврүккә миқлаңлар! Мән униңда һечбир әйип тапмидим»,— деди.
7 Йәһудийлар униңға җававән: «Биздә қанун бар, униң бойичә у өлүши керәк, чүнки у өзини Худаниң Оғли дәп атиди»,— дейишти.
8 Пилат бу сөзләрни аңлап, техиму қорқуп кәтти.
9 Қайтидин сарайға кирип, Әйсадин: «Сән зади қәйәрдин?»— дәп сориди. Бирақ Әйса униңға җавап бәрмиди.
10 Шунда Пилат униңға: «Маңа сөзлимәмсән? Сени түврүккә миқлитиш йә бошитиш мениң қолумда екәнлигини билмәмсән?»— дәп сориди.
11 Әйса җававән: «Сизгә бу һоқуқ жуқуридин берилмигән болса, мениң үстүмдин һечқандақ һакимийитиңиз болматти. Шу сәвәптин, мени сизниң қолуңизға тутуп бәргәнләрниң гунайи техиму еғирдур»,— деди.
12 Шу чағда Пилат уни азат қилишқа яңливаштин чарә издәшкә башлиди. Амма йәһудийлар вақиришип: «Әгәр уни қоювәтсәң, сән Рим императориниң дости әмәс. Ким өзини падиша қилса, у қәйсәргә қарши чиққан болиду»,— дейишти.
13 Пилат бу сөзләрни аңлап, Әйсани ташқириға чиқарди вә ибранийчә Габбата яки Таш суписи дәп атилидиған, һөкүм чиқириш орниға олтарди.
14 Шу күндә Песах мәйримигә тәйярлиқлар көрүлүвататти. Саат 12 болуп қалған еди. Пилат йәһудийларға: «Мана силәрниң Падишариңлар!»— деди.
15 Лекин улар: «Йоқат уни! Йоқат! Уни түврүккә миқла!»— дәп вақириди. Пилат: «Силәрниң Падишариңларни түврүккә миқлитайму?»— деди. Чоң роһанийлар җававән: «Рим қәйсәридин башқа падишайимиз йоқ!»— дейишти.
16 Шуниң билән Пилат Әйсани түврүккә миқлитиш үчүн тапшурди.
Ләшкәрләр Әйсани елип маңди.
17 У өз түврүгини көтирип, Баш сүйәк яки ибраний тилида Голгота дегән йәргә барди.
18 У йәрдә уни түврүккә миқлиди. Униң икки тәрипидә җинайәтчиләр болуп, Әйса уларниң оттурисида еди.
19 Пилат тахтиға «Насирәлик Әйса — йәһудийәлик Падиша», дәп йезип, түврүкниң үстигә астуруп қойди.
20 Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә йезилғанлиғи үчүн һәм Әйса миқланған йәр шәһәргә йеқин болғанлиғидин, нурғун йәһудийлар бу йезиқни оқуған еди.
21 Лекин чоң роһанийлар Пилатқа: «“Йәһудийәлик Падиша” дәп әмәс, бәлки өзини: “Мән йәһудийәлик Падиша,” дегән дәп язсила»,— дейишти.
22 Пилат уларға: «Яқ, немини язсам, шуни яздим»,— дәп җавап бәрди.
23 Ләшкәрләр Әйсани миқлап болуп, униң сиртқи кийимини елип, һәр әскәргә бир парчидин тегидиғандәк қилип, кийимни төрткә бөлди. Шундақла көйнигини алди, у баштин аяқ биртуташ тоқулған еди.
24 Улар өзара: «Буни жиртмай, чәк ташлайли, кимгә чиқса, шу алсун»,— дейишти. Буниң билән Муқәддәс Язмилардики: «Сирт кийимимни бөлүшти һәм көйнигим үчүн чәк ташлашти», дегән сөзләр әмәлгә ашти. Ләшкәрләр нәқ шундақ иш қилди.
25 Әйсаниң азап түврүгиниң алдида аниси, кичиканиси, шундақла Клопасниң аяли Мәрийәм вә Мәрийәм Мәҗдала туратти.
26 Әйса өзи яхши көрүдиған шагирти униң аниси билән биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: «Ана, мана бу сениң оғлуң!»— деди.
27 Кейин шагиртиға қарап: «Мана, бу сениң анаң!»— деди. Шу вақиттин башлап, у шагирт Мәрийәмни өз өйигә елип кәтти.
28 Шуниңдин кейин Әйса һәммә ишлириниң әмәлгә ашқинини билип, Муқәддәс Язмилардики сөзләр әмәлгә ешиши үчүн: «Уссидим»,— деди.
29 У йәрдә чүчүмәл шарап билән толтурулған бир қача туратти. Шу чағда йенидикиләр чүчүмәл шарапқа чиланған латини лепәкгүлниң ғолиға қоюп, Әйсаниң ағзиға тәккүзди.
30 Әйса чүчүмәл шарапни тетиғандин кейин: «Йүз бәрди!»— дедидә, бешини саңгилитип җан үзди.
31 Бу тәйярлиниш күни болғачқа, йәһудийлар түврүкләрдики җәсәтләрни шәнбә күнигә (шу шәнбә күни улуқ күн болған) қалдурушни тоғра көрмиди. Шуңа улар Пилаттин түврүктикиләрниң путлирини чеқиветишни һәм җәсәтлирини чүшириветишни сориди.
32 Ләшкәрләр берип, Әйсаниң йенида есиқлиқ турған бириниң, андин иккинчисиниң путлирини чеқивәтти.
33 Улар Әйсаниң қешиға кәлгәндә, униң өлгәнлигини көрүп, униң путлирини чақмиди.
34 Ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзисини санчиведи, шуан қан вә су еқип чиқти.
35 Буниң һәммисини көргән киши гувалиқ бериватиду вә униң гувалиғи һәқ. Силәрму ишинишиңлар үчүн, у растлиқни ейтиватқанлиғини билиду.
36 Бу ишлар Муқәддәс Язмиларда: «Униң бирму сүйиги сунмайду», дегән сөзләрниң орунлиниши үчүн йүз бәрди.
37 Шундақла Язмилардики йәнә бир җайда: «Улар өзлири нәйзә санчиған адәмгә қарап туриду», дәп ейтилған.
38 Андин Әйсаниң шагирти болған, лекин йәһудийлардин қорқуп, йошурунған араматиялиқ Йүсүп дәпин қилиш үчүн, Пилаттин Әйсаниң җәсидини елип кетишни өтүнди вә Пилат униңға рухсәт бәрди. Шунда у келип, җәсәтни елип кәтти.
39 Шундақла бурун Әйсаниң йениға кечиси кәлгән Никодимму сәбрә һәм мурмәкки арилашмиси, җәми 30 килочә болақни елип кәлди.
40 Улар Әйсаниң җәсидини елип, йәһудийларниң дәпин қилиш адити бойичә хушпурақлиқ гиялар билән уни кепинлиди.
41 Әйса миқланған җайда бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һечким дәпин қилинмиған йеңи бир қәбир бар еди.
42 Барлиқ йәһудийлар Песах мәйримигә тәйярлиқ билән бәнт еди, қәбир йеқин җайда болғанлиқтин, Әйса шу йәргә дәпин қилинди.