Йоһан 21:1—25

21  Андин кейин Тиберийә деңизи бойида Әйса шагиртлириға йәнә көрүнди. Бу көрүнүш мундақ болди.  Симун Петрус, Гезәк дәп атилидиған Томас, Җәлилийәниң Кана шәһиридин Натаниял, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки шагирт биллә еди.  Симун Петрус уларға: «Мән белиқ тутқили маңдим»,— деди. Улар: «Бизму сән билән кәттуқ»,— дейишти. Улар кемигә олтирип кетишти, лекин шу кечиси һечнәрсә туталмиди.  Таң етиватқанда Әйса қирғақта турди, бирақ шагиртлар уни тонумиди.  Әйса шу чағда: «Достлар, силәрдә бирәр тамақ барму?»— дәп сориди. Улар: «Йоқ»,— дәп җавап бәрди.  Әйса: «Торни қолвақниң оң тәрипигә ташлаңлар, шунда тутисиләр»,— деди. Улар торни ташлиди, амма уни чиқиралмай қалди, чүнки униңда белиқ наһайити көп еди.  Шу пәйттә Әйсаниң яхши көргән шагирти Петрусқа: «Бу Һакимдаримизғу!»— деди. Буни аңлап, Симун Петрус ялиңач болғачқа, сиртқи кийимини үстигә артип, суға сәкриди.  Башқа шагиртлар белиқ толған торни сөригәч, қолвақта үзди. Улар қирғақтин анчә жирақ әмәс, тәхминән, 90 метр арилиқта еди.  Улар қирғаққа чиққанда, гүлхан чоғида ятқан белиқларни көрди, у йәрдә нанму бар еди. 10  Әйса уларға: «Силәр һазир тутқан белиғиңлардин биразини елип келиңлар»,— деди. 11  Шунда Симун Петрус торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор йоған белиқларға толуп-ташқанди, уларниң сани 153 еди. Гәрчә белиқлар интайин көп болсиму, тор жиртилмиди. 12  Әйса шагиртлириға: «Келип, нашта қилиңлар»,— деди. Шагиртларниң һечбири: «Сән ким?»— дәп сорашқа петиналмиди, чүнки улар у Һакимдари екәнлигини биләтти. 13  Әйса нанни елип, уларға тарқитип бәрди, белиқниму шундақ қилди. 14  Мана бу, Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, шагиртлириға үчинчи қетим көрүнүши еди. 15  Нашта қилип болғандин кейин, Әйса Симун Петрустин: «Йоһан оғли Симун, сән мени булардин артуқ сөйәмсән?»— дәп сориди. У җававән: «Һә, Һакимдарим, сән маңа нәқәдәр қәдирлик екәнлигиңни билисәнғу»,— деди. Әйса униңға: «Қозилиримни баққин»,— деди. 16  Иккинчи қетим Петрустин йәнә: «Йоһан оғли Симун, сән мени сөйәмсән?»— дәп сориди. У җававән: «Һә, Һакимдарим, сән маңа қанчилик әзиз екәнлигиңни билисән»,— деди. Әйса униңға: «Қойлиримни отлатқин»,— деди. 17  Андин униңдин үчинчи қетим: «Йоһан оғли Симун, сән мени яхши көрәмсән?»— дәп сориди. У үчинчи қетим: «Сән мени сөйәмсән?»— дәп сориғиниға Петрусниң көңли бузулуп, униңға: «Һакимдарим, сән һәммини билисән. Сән маңа нәқәдәр әзиз екәнлигиңни билисән»,— деди. Әйса униңға: «Қойлиримға ғәмхорлуқ қилғин. 18  Һәқни ейтиватимәнки, яш вақтиңда бәлбеғиңни өзәң бағлап, халиған йериңгә бараттиң. Лекин қериғанда қоллириңни созисән вә башқиси саңа бәлбағ бағлап, сән халимиған йәргә елип бариду»,— деди. 19  Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүм билән өлүп, Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини чүшиниши үчүн ейтти. Һәм бу сөзләрдин кейин, у униңға: «Маңа әгишип кәлгүсидиму жүривәр»,— деди. 20  Петрус кәйнигә бурулуп, Әйсаниң яхши көрүдиған шагирти арқисидин келиватқинини көрди. У кәчки тамақта Әйсаниң бағриға иңишип: «Һакимдарим, саңа ким сатқунлуқ қилиду?»— дәп сориған шагирт еди. 21  Петрус уни көрүп, Әйсадин: «Һакимдарим, учу, у немә қилиду?»— дәп сориди. 22  Әйса җававән: «Әгәр мән қайта кәлгичә униң қелишини халисам, сениң буниң билән немә кариң? Сән мени әгишип жүривәр»,— деди. 23  Буниң билән бурадәрләр арисида бу шагирт өлмәйдикән, дегән гәп-сөз тарқилип кәтти. Лекин Әйса уни өлмәйду демигән еди, пәқәт: «Әгәр мән қайта кәлгичә униң қелишини халисам, сениң буниң билән немә кариң бар?»— дегән еди. 24  Бу нәқ шу шагирт, у ушбулар һәққидә гувалиқ бериватиду вә мошуни язған. Биз билимизки, униң гувалиғи һәқтур. 25  Дәрһәқиқәт, Әйса қилған башқиму көп нәрсиләр бар вә улар тоғрилиқ тәпсилий йезилса, ойлаймәнки, хатириләнгән пүтүкләрни пүтүн дуния өзигә сиғдуралматти.

Изаһәтләр