Йоһан 3:1—36

3  Йәһудий башлиқлиридин Никодим исимлиқ бир пәрисий бар еди.  Бу адәм бир кечидә Әйсаниң алдиға келип, униңға мундақ деди: «Устаз, биз сизниң Худадин кәлгән устаз екәнлигиңизни билимиз, чүнки әгәр Худа униң билән биллә болмиса, һечким сиз көрсәткән мөҗүзиләрни көрситәлмәйду».  Әйса җававән: «Сизгә һәқни ейтиватимәнки, кимду-ким қайтидин туғулмиса, Худаниң Падишалиғини көрәлмәйду»,— деди.  Никодим униңдин: «Қерип қалған киши қайтидин қандақ туғулиду? Иккинчи қетим анисиниң қосиғиға кирип, туғулуши мүмкинму?»— дәп сориди.  Әйса униңға: «Сизгә һәқни ейтиватимән: әгәр ким судин вә муқәддәс роһтин туғулмиса, Худа Падишалиғиға кирәлмәйду.  Тәндин туғулидиған тәндур, муқәддәс роһтин роһ туғулар.  Мениң сизгә ейтқанлиримға һәйран қалмаң: силәр қайтидин туғулушиңлар керәк.  Шамал халиған тәрәпкә учиду вә адәм униң авазини аңлайду, лекин қәйәрдин қәйәргә кетидиғанлиғини билмәйду. Муқәддәс роһтин туғулған һәрбир киши шундақ болиду»,— дәп җавап бәрди.  Никодим: «Бу қандақ болуши мүмкин?»— дәп сориди. 10  Әйса җававән: «Сиз Исраилниң устази туруп, буни билмәмсиз? 11  Сизгә һәқни ейтиватимәнки, биз билгинимизни ейтимиз һәм көргәнлиримиз һәққидә гувалиқ беримиз. Лекин силәр бизниң гувалиғимизни қобул қилмайватисиләр. 12  Әгәр силәр йәрдики нәрсиләр һәққидә ейтқанлиримға ишәнмисәңлар, асман тоғрисидики нәрсиләрни ейтсам, қандақму ишинисиләр? 13  Һечбир инсан асманға көтүрүлгән әмәс, амма инсан Оғли асмандин чүшкән. 14  Муса пәйғәмбәр чөл-баяванда иланни қандақ егиз көтәргән болса, инсан Оғлиму худди шундақ көтүрүлиши керәк. 15  Чүнки униңға ишәнгән һәрбир киши мәңгү һаятқа еришиду. 16  Худа дунияни шу қәдәр сөйдики, Өзи яратқан йеганә Оғлиға етиқат билдүрүватқан һәрбир киши һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн, Оғлини қурванлиққа бәрди. 17  Худа дунияни сотлаш үчүн әмәс, бәлки Оғли арқилиқ қутулдуруш үчүн, уни дунияға әвәтти. 18  Униңға ишәнгән киши сотланмайду, униңға ишәнмигән киши болса сораққа тартилип болди, чүнки у Худаниң беваситә Өзи яратқан бирдин-бир Оғлиниң исмиға ишәнмиди. 19  Сот үчүн асас мону: дунияға йоруқлуқ кәлди, амма адәмләр йоруқлуқни әмәс, қараңғулуқни яхши көрди, чүнки уларниң ишлири яман еди. 20  Чүнки яманлиқ қиливатқан киши йоруқлуқни өч көриду һәм униң қилмишлири паш болуп қалмаслиғи үчүн, йоруқлуққа маңмайду. 21  Һәққаний иш тутқан киши, Худа ирадисигә уйғун қилған ишлири ашкарә болуши үчүн, йоруқлуққа қарап маңиду»,— деди. 22  Шуниңдин кейин Әйса шагиртлири билән Йәһудийә өлкисигә кәтти. Әйса улар билән у йәрдә бирмунчә вақит туруп, кишиләрни чөмдүрди. 23  Шу чағда Салимниң йенидики Енонда Йәһия пәйғәмбәрму кишиләрни суға чөмдүрүвататти, чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға келишип, чөмдүрүшни қобул қиливататти. 24  Бу Йәһия техи зинданға чүшмигән вақит еди. 25  Йәһияниң шагиртлири бир йәһудий билән тазилиниш қаидиси тоғрисида талишип қалди. 26  Улар Йәһияниң йениға келип: «Устаз, Йорданниң у тәрипидә сиз билән биргә болуп, сиз у тоғрисида гувалиқ бәргән киши, һазир суға чөмдүрүватиду һәм барлиғи униң йениға кетиватиду»,— дейишти. 27  Йәһия җававән: «Әгәр әрштин несип болмиса, инсан һечнәрсигә еришәлмәйду. 28  Мән Мәсиһ әмәсмән, пәқәт униң алдидин әвәтилгәнмән, дәп ейтқанлиримға өзәңлар гувачи болалайсиләр. 29  Той жигит — бу өйлинидиған қизи бар кишидур. Жигит қолдиши болса, жигитниң авазини аңлап, бәк хурсән болуп туриду. Худди шундақ мәнму хошаллиққа толдум. 30  Мәсиһ өсүши лазим, мән болсам пәсийишим керәк»,— деди. 31  Жуқуридин кәлгән һәммидин үстүндур. Йәрдин болған йәргә мәнсүп вә йәргә хас сөзләйду. Асмандин кәлгүчи һәммидин үстүндур. 32  У көргән вә аңлиғанлири һәққидә гувалиқ бериду, бирақ һечким униң гувалиғини қобул қилмайду. 33  Униң гувалиғини қобул қилған киши Худаниң һәқлигини тамғилиған болиду. 34  Чүнки Худа әвәткән инсан Рәббниң сөзлирини сөзләйду вә Худа Өз роһини өлчимәй бериду. 35  Ата Оғлини сөйиду вә һәммә нәрсини униң қолиға тапшурған. 36  Ким Оғлиға ишәнсә, әбәдий һаятқа егидур. Оғлиға беқинмиған адәм болса, һаятлиқни көрмәйду һәм Пәрвәрдигарниң ғәзиви астида болиду.

Изаһәтләр