Йоһан 4:1—54
4 Һакимдар Әйса, өзиниң Йәһия пәйғәмбәрдинму көп шагирт тәйярлап чөмдүрүветипту, дегән хәвәр пәрисийләргә йәткәнлигини аңлиғанда,
2 гәрчә әсли Әйса әмәс, бәлки шагиртлири чөмдүрәтти,
3 у Йәһудийәни ташлап, йәнә Җәлилийәгә кәтти.
4 Униңға Самарийәдин өтүш керәк еди.
5 Шундақ қилип, у Самарийәниң Сиһар шәһиригә кәлди. Бу шәһәр Яқуп оғли Йүсүпкә бәргән етизға йеқин еди.
6 Яқупниң қудуғи шу йәрдә болған. Әйса сәпәрдә һарғанлиғи үчүн, қудуқниң йениға келип олтарди. Чүшлиги саат 12 еди.
7 Шу йәргә самарийәлик бир аял су алғили кәлди. Әйса униңға: «Маңа услуқ бериңа»,— деди.
8 (Униң шагиртлири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кәткән еди.)
9 Аял униңға: «Сиз йәһудий туруп, мән, самарийәликтин, қандақларчә услуқ сорайсиз?»— деди. (Сәвәви, йәһудийлар самарийәликләр билән һечқандақ алақә қилматти.)
10 Әйса мундақ җавап бәрди: «Әгәр сиз Худаниң соғити немидин ибарәт екәнлигини вә сиздин услуқ сориған ким екәнлигини билсиңиз, сиз өзиңиз униңдин сораттиңиз һәм у сизгә һаятлиқ сүйини берәтти».
11 Аял униңдин: «Тәхсир, қудуқ чоңқур, униң үстигә су тартидиған челигиңиз болмиса, һаятлиқ сүйини нәдин тапалайсиз?
12 Әҗдадимиз Яқуп бу қудуқни бизгә бәргән һәм өзи, һәм балилири вә мал-варанлириму униңдин су ичкән. Һәҗәва, сиз әҗдадимиз Яқуптин улуқму йә?»— дәп сориди.
13 Әйса җававән: «Бу суни ичкән һәрқандақ киши йәнә уссайду.
14 Амма мән беридиған суни ичкәнләр мәңгү уссимайдиған болиду. Мән беридиған судин ичкәнләрниң вуҗудида су мәнбиси, булақ, пәйда болуп, уларға мәңгүлүк һаятлиқ бериду»,— деди.
15 Аял униңға: «Тәхсир, маңа шу судин бериңа, мән әнди уссимай вә су алғили бу йәргә кәлмәй»,— деди.
16 Әйса униңға: «Берип, ериңизни бу йәргә чақирип келиң»,— деди.
17 «Мениң ерим йоқ»,— деди аял. Әйса униңға: «Мениң ерим йоқ дәп раст дәйсиз.
18 Сиз бәш қетим турмушта болған, һазирқисиму ериңиз әмәс. Буни сиз тоғра ейттиңиз»,— деди.
19 Аял: «Тәхсир, көрүп туримәнки, сиз пәйғәмбәр екәнсиз.
20 Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилған. Лекин силәр, ибадәт қилидиған җай Йерусалимда, дәйсиләр»,— деди.
21 Әйса униңға мундақ җавап бәрди: «Һәй аял, маңа ишиниң: шундақ вақит келиватидуки, Худаға ибадәт қилиш үчүн бу таққа яки Йерусалимға беришниң һаҗити болмайду.
22 Силәр немигә ибадәт қиливатқиниңларни билмәйсиләр, биз немигә ибадәт қиливатқинимизни билимиз, чүнки қутқузулуш йәһудийлар арқилиқ келиду.
23 Һалбуки, шундақ бир вақит келидуки һәм мана кәлди, кишиләр роһ вә һәқиқәт бойичә Атимизға ибадәт қилиду, сәвәви нәқ шундақ етиқатчиларни Атимиз Өзигә издимәктә.
24 Худа — Роһтур һәм Униңға ибадәт қилғучилар роһ вә һәқиқәттә ибадәт қилиши керәк».
25 Аял Әйсаға: «Қутқузғучи аталмиш Мәсиһ келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә, бизгә һәммә нәрсини очуқ ейтип бериду»,— деди.
26 Шу чағда Әйса униңға: «Сиз билән сөзлишиватқан мән — нәқ шуниң өзи»,— деди.
27 Ушбу чағда Әйсаниң шагиртлири қайтип кәлди. Униң аял билән сөзлишиватқанлиғини көрүп һәйран болушти, лекин һечқайсиси: «Сән униңдин немә соримақчи?»— яки «Сән немишкә униң билән сөзлишиватисән?»— дәп униңдин соримиди.
28 Шуниңдин кейин аял козисини қалдуруп, шәһәргә берип кишиләргә:
29 «Җүрүңлар, һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини ейтип бәргән адәмни көрүңлар! У Мәсиһ әмәсту?»— деди.
30 Улар шәһәрдин чиқип, Әйсаниң қешиға келишти.
31 Шу арида шагиртлири Әйсаға: «Устаз, тамақ йәвалғин»,— дәп илтимас қилишти.
32 Лекин Әйса уларға: «Мениңда силәр билмәйдиған бир тамақ бар»,— деди.
33 Шагиртлар бир-биригә: «Һәҗәва, бири униңға тамақ әкелип бәргәндиму?»— дейишти.
34 Әйса: «Мениң тамиғим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң маңа тапшурған ишини тамамлаш.
35 Силәр һосул жиғишқа йәнә төрт ай бар дәйсиләрғу? Силәргә ейтимәнки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар: улар ома үчүн пишти.
36 Териғучи вә омичи биллә хурсән болуши үчүн, омичи һазирдин башлап әмгәк һәққини еливатиду вә мәңгү һаят үчүн һосулини жиғиватиду.
37 Бири терийду, йәнә бири жиғиду, дегән сөзләр мошу вәзийәттә һәқтур.
38 Мән силәрни өзәңлар әмәс, башқилар әмгәк сиңдүргән һосулни жиғишқа әвәттим. Башқилар әмгәк сиңдүргән еди, силәр уларниң әмгәк йемишлирини бөлүштиңлар»,— деди.
39 Шу шәһәрдә яшаватқан нурғун самарийәликләр һелиқи аялниң: «У мән қилған ишларниң һәммисини ейтип бәрди», дегән гувалиғини аңлап, Әйсаға ишәнди.
40 Шуңлашқа, самарийәликләр Әйсаниң алдиға кәлгәндә, униң қелишини илтимас қилишти. У икки күн шу йәрдә болди.
41 Нәтиҗидә Әйсаниң сөзини аңлап, йәниму көп адәмләр униңға ишәнди.
42 Улар һелиқи аялға: «Бизниң ишинишимиз пәқәт сениң сөзлириңдин әмәс. Уни өзүмиз аңлидуқ, у һәқиқәтән дунияниң қутқузғучиси екәнлигигә көзүмиз йәтти»,— деди.
43 Икки күндин кейин Әйса у йәрдин Җәлилийәгә қарап йолға чиқти.
44 Лекин Әйса өзи, һечқандақ пәйғәмбәр өз жутида һөрмәткә сазавәр болмайду дәп гувалиқ бәргән.
45 Җәлилийәгә кәлгинидә, йәрлик турғунлар уни яхши қарши елишти, чүнки улар Йерусалимдики мәйрәмгә барғинида, у йәрдә Әйсаниң пүтүн қилған ишлирини көргән еди.
46 Әйса суни шарапқа айландурған Җәлилийәниң Кана шәһиригә йәнә кәлди. Кәпәрнаһум шәһиридә падиша әмәлдариниң оғли кесәл болуп ятқан еди.
47 У Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға берип, өлүм һалида ятқан оғлини сақайтип беришини өтүнүп сориди.
48 Бирақ Әйса униңға: «Мөҗүзә вә карамәтләрни көрмигичә, һәргиз ишәнмәйсиләр»,— деди.
49 Падиша әмәлдари униңға: «Һакимдар, балам өлмәй турғанда барғайсиз»,— деди.
50 Әйса униңға: «Сиз баривериң, оғлиңиз сақайди»,— деди. Һелиқи адәм Әйсаниң сөзлиригә ишинип, өйигә кәтти.
51 Йолда келиватқанда, қуллири алдиға чиқип, оғлиниң сақайғини һәққидә ейтмақчи болди.
52 Әмәлдар улардин оғлиниң қайси вақитта сақайғинини сориғанда, улар: «Түнүгүн чүштә, саат бирдә қизитмиси янди»,— дейишти.
53 Шундақ қилип, дадиси Әйсаниң: «Оғлиңиз сақайди», дегән вақти дәл шу вақит екәнлигини чүшәнди. Шуниң билән у вә пүтүн аилисидикиләрниң һәммиси Әйсаға ишәнди.
54 Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә келип көрсәткән иккинчи мөҗүзиси еди.