Йоһан 5:1—47
5 Буниңдин кейин йәһудийларниң мәйрими болди вә Әйса Йерусалимға барди.
2 Йерусалимдики «Қой дәрвазисиниң» йенида ибраний тилида «Бәйтәста» дәп атилидиған бир һавуз болуп, униң әтрапида түврүклук бәш пешайван бар еди.
3 Бу пешайванларда нурғунлиған бемарлар, қарғулар, токулар вә аяқ-қоллири қуруп кәткәнләр ятатти.
4 *——
5 Уларниң арисида 38 жил уда ағриватқан бир киши бар еди.
6 Әйса униң ятқинини көрүп, узақ вақиттин бери кесәл екәнлигини билгәчкә, униңдин: «Сақийишни халамсән?»— дәп сориди.
7 Бемар җававән: «Тәхсир, су чайқалғанда, мени суға чүширидиған һечкимим йоқ. Мән барғичә, башқиси мениңдин бурун чүшүвалиду»,— деди.
8 Әйса униңға: «Орнуңдин тур, зәмбилиңни елип маң»,— деди.
9 У дәрру сақийип кәтти вә зәмбилини елип, меңишқа башлиди.
У күн шәнбә еди.
10 Шуниң үчүн йәһудийлар сақайған адәмгә: «Бүгүн шәнбә вә Қанун бойичә саңа зәмбилни көтирип жүрүшкә рухсәт йоқ»,— дейишти.
11 Лекин у уларға: «Мени сақайтқан киши маңа: “Зәмбилиңни елип маң”, деди»,— дәп җавап бәрди.
12 Улар униңдин: «Саңа зәмбилиңни елип маң, дегән адәм ким?»— дәп сориди.
13 Бирақ сақайған адәм униң ким екәнлигини билмәтти, чүнки Әйса шу йәрдики топниң арисиға кирип, көздин ғайип болған еди.
14 Андин Әйса һелиқи адәмни мәркизий ибадәтханида учритип, униңға: «Мана, сән сақайдиң. Бешиңға техиму чоң бала-қаза келип қалмаслиғи үчүн, башқа гуна қилма»,— деди.
15 Бу адәм берип, йәһудийларға өзини сақайтқан Әйса екәнлигини ейтип бәрди.
16 Йәһудийлар Әйсани бу ишларни шәнбә күни қилғанлиғи үчүн, тәқипләшкә башлиди.
17 У болса уларға: «Мениң Атам та һазирғичә әмгәк қилмақта, шуңа мәнму әмгәк қиливатимән»,— деди.
18 Шундақ қилип, йәһудийларниң уни өлтүрүш нийити техиму күчийип, улар пурсәт издиди, чүнки уларчә у шәнбә қаидисини бузупла қоймастин, шундақла Худани Атам дәп аташ арқилиқ өзини Худаға тәң қилған еди.
19 Буниңға Әйса уларға мундақ деди: «Силәргә һәқни ейтиватимәнки, Оғли Атисиниң қилған ишлирини көрмигичә, өзлүгидин һечнемә қилалмайду, пәқәт Атисиниң қилғинини көрүп, шуни қилиду. У немә қилса, Оғлиму шунила қилиду.
20 Сәвәви, Атиси Оғлини қәдирләйду вә Өзиниң қиливатқан барлиқ ишлирини униңға көрситиду һәм униңға силәр һәйран қелишиңларға техиму улуқ ишларни көрситиду.
21 Атиси өлгәнләрни қандақ тирилдүрүп, уларға һаят бәрсә, Оғлиму кимгә халиса, шуниңға һаят бериду.
22 Атиси һечкимни сораққа тартмайду, бәлки сораққа тартиш һоқуқини пүтүнләй Оғлиға бәргән.
23 Һәммиси Атисини қандақ һөрмәт қилса, Оғлиниму шундақ һөрмәт қилсун деди. Ким Оғлини һөрмәт қилмиса, уни әвәткән Атисиниму һөрмәт қилмиған болиду.
24 Силәргә һәқни ейтиватимәнки, мениң сөзлиримни тиңшиған вә мени Әвәткүчигә ишәнгән киши мәңгүлүк һаятқа егә болиду вә сораққа тартилмайду, бәлки өлүмдин һаятқа өткән болиду.
25 Силәргә һәқни ейтиватимән: өлгәнләр Худа Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саат кәлмәктә вә мана кәлди һәм униңға қулақ салғанлар яшайду.
26 Сәвәви, Атиси Өзидә һаятлиқ қудритигә егә болғандәк, Оғлиғиму өзидә һаятлиқ қудритигә егә болуш һоқуқини бәрди.
27 У униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки у — инсан Оғлидур.
28 Буниңға һәйран болмаңлар, чүнки қәбирләрдики һәммиси мениң авазимни аңлайдиған вақит келиду
29 вә улар қәбирлиридин чиқишиду: яхшилиқ қилғанлар — әбәдий һаятқа еришиду, яманлиқ қилғанлар — әйиплиниду.
30 Мән өзлүгүмдин һечнемә қилалмаймән. Атамдин немә аңлисам, шундақ һөкүм чиқиримән вә мениң һөкүмим һәққанийдур, чүнки мән өз ирадәмни әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашурушқа интилимән.
31 Әгәр мән өзәм тоғрилиқ гувалиқ бәрсәм, гувалиғим һәқ әмәстур.
32 Мән һәққидә гувалиқ беридиған башқа бирси бар һәм униң мән тоғрисида беридиған гувалиғи һәқтур.
33 Силәр Йәһияға кишиләрни әвәттиңлар вә у һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәрди.
34 Мән инсанниң гувалиғиға муһтаҗ әмәс, лекин силәрни қутқузулсун дәп буларни ейтиватимән.
35 Йәһия нур чечип көйүватқан бир чирақ еди, бирақ силәр униң йоруқлуғидин қисқа вақит һөзүрлинишни халидиңлар.
36 Лекин мениңда Йәһияниң гувалиғидинму артуқ бир гувалиқ бар, йәни Атам маңа әмәлгә ашуруш үчүн тапшурған ишлардур. Булар Атамниң мени әвәткәнлигигә гувалиқ бериду.
37 Мени әвәткән Атам Өзиму маңа Гувачидур. Силәр һечқачан Униң авазини аңлимидиңлар, қияпитиниму көрмидиңлар.
38 Униң сөзи силәрдә йоқ, чүнки силәр У әвәткәнгә ишәнмәйватисиләр.
39 Силәр Муқәддәс Язмиларни тиришип тәтқиқ қиливатисиләр, чүнки улар арқилиқ мәңгүлүк һаятқа еришимиз дәп ойлаватисиләр вә нәқ шулар мән тоғрисида гувалиқ бериватиду.
40 Амма силәр һаятқа еришиш үчүн, маңа келишни халимайсиләр.
41 Мән инсанларниң мәдһийисини қобул қилмаймән
42 һәм мән силәрни убдан билимәнки, қәлблириңларда Рәббиңларға меһир-муһәббитиңлар йоқ.
43 Мән Атамниң намидин кәлдим, лекин силәр мени қобул қилмайватисиләр. Әгәр башқа бирси өз намидин кәлгән болса, уни қобул қилаттиңлар.
44 Силәр бир-бириңларниң махтишини қобул қилип, бирдин-бир Худаниң махтишиға еришишни издимәй, Униңға қандақму ишинисиләр?
45 Мән силәрни Атам алдида әйипләймән дәп ойлимаңлар. Силәрни әйиплигүчи өзәңлар үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур.
46 Әгәр силәр Мусаға ишәнгән болсаңлар, маңиму ишинәттиңлар, чүнки у мән тоғрилиқ язған еди.
47 Лекин Мусаниң сөзлиригә ишәнмисәңлар, мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?»
Изаһәтләр
^ Мт 17:21 қараң.