Йоһан 9:1—41

9  Әйса йолда кетиветип, туғма қарғу бир адәмни көрди.  Шагиртлири Әйсадин: «Устаз, буниң қарғу болуп туғулишида ким гунакар, өзиму яки ата-анисиму?»— дәп сорашти.  Әйса җававән: «Буниңда өзиму һәм ата-анисиму гунакар әмәс, бәлки Худаниң ишлири униңда намайән болиду.  Техи күндүзи болғачқа, биз мени Әвәткүчиниң ишлирини қилишимиз лазим. Түн чүшүватиду, шу чағда һечким һечнәрсә қилалмайду.  Техи дунияда болуватқинимда, мән — дуния үчүн йоруқлуқтур»,— деди.  Бу сөзләрни ейтқандин кейин, у йәргә түкүрүп, топидин лай қилип, қарғуниң көзлиригә сүркиди  вә униңға: «Силоһа һавузиға берип, көзлириңни жуй»,— деди. («Силоһа» — «Әвәтилгүчи» дегән мәнани билдүриду). Қарғу адәм берип, үзини жуйди вә көзлири ечилған һалда қайтип кәлди.  Шунда униң хошнилири вә авал тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: «Бу һелиқи олтарған тиләмчи әмәсму?»— дәп һәйран қелишти.  Бәзиләр: «Бу әшуғу»,— десә, башқилар: «Яқ, у пәқәт униңға охшайдикән»,— дейишти. Бирақ у өзи: «Бу мән!»— деди. 10  У чағда улар: «Қандақларчә көзлириң ечилди?»— дәп сорашти. 11  У җававән: «Әйса дегән бир киши түкүрүгидин лай қилип, көзлиримгә сүркәп, маңа: “Силоһаға берип, көзлириңни жуй”,— деди. Мән у йәргә берип жуюведим, көзлирим ечилип кәтти»,— деди. 12  Шу чағда улар: «Қени у адәм?»— дәп сорашти. У: «Билмәймән»,— дәп җавап бәрди. 13  Андин авал қарғу болған адәмни пәрисийләрниң алдиға елип беришти. 14  Әйса лай қилип, корниң көзлирини сақайтқан күн шәнбә еди. 15  Әнди пәрисийләрму у адәмдин көзлириниң қандақ ечилғанлиғини сориди. Бу адәм: «У киши көзлиримгә лай сүркәп қойди, андин көзлиримни жуюведим, көрәләйдиған болдум»,— деди. 16  Шу чағда пәрисийләрниң бирмунчилири: «У киши Худадин әмәс, чүнки шәнбә күнигә риайә қилмиди»,— деди. Йәнә бирмунчилири: «Гунакар киши бундақ мөҗүзиләрни қандақму ярита?»— дейишти. Шуниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди. 17  Улар қарғу адәмдин йәнә: «У сениң көзлириңни ачти: у һәққидә сән немә дәйсән?»— дәп сорашти. Қарғу: «У пәйғәмбәр»,— деди. 18  Бирақ йәһудийлар көзлири ечилған кишиниң ата-анисини чақиртмиғичә, униң илгири кор болуп, көзлири ечилғиниға ишәнмиди. 19  Улар ата-анисидин: «Бу силәрниң оғлуңларму? Силәр буни қарғу туғулған, дәмсиләр? Немишкә у әнди көрүдиған болди?»— дәп сорашти. 20  Униң ата-аниси җававән: «Бу бизниң оғлимиз вә униң қарғу болуп туғулғинини билимиз. 21  Лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини вә көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. У балағәткә йәткән, өзидин сораңлар. Өзи үчүн өзи җавап бериши керәк»,— дейишти. 22  Униң ата-аниси йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн шундақ дейишти, чүнки йәһудийлар Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилғанларни йәрлик ибадәтханидин қоғлап чиқиришни келишивалған еди. 23  Шуңлашқа униң ата-аниси: «У балағәткә йәткән, өзидин сораңлар»,— дейишти. 24  Шундақ қилип, улар бурун қарғу болған адәмни иккинчи қетим чақиришти: «Худани улуқла! Биз у адәмниң гунакар екәнлигини билимиз». 25  Буниңға у җававән: «У гунакарму яки әмәсму, мән билмәймән. Мән шуни билимәнки, мән қарғу едим, әнди болса, көрәләймән»,— деди. 26  У чағда улар: «У сениң билән немә қилди? Көзлириңни қандақларчә ачти?»— дәп сорашти. 27  У уларға: «Мән силәргә ейтқандимғу, амма силәр қулақ салмидиңлар. Немишкә буни йәнә аңлашни халайсиләр? Силәрму униң шагиртлири болмақчиму, йә?»— деди. 28  Шуниң билән улар уни тиллап: «Униң шагирти сән, биз Муса пәйғәмбәрниң шагиртлири. 29  Биз билимизки, Муса пәйғәмбәр билән Худа сөзләшкән. Бу кишини ким әвәткәнлигини биз билмәймиз»,— дейишти. 30  Буниңға һелиқи адәм: «Уни ким әвәткәнлигини силәрниң билмәйдиғиниңлар һәйран қаларлиққу! У болса көзлиримни ачти. 31  Биз билимизғу, гунакарларға Худа қулақ салмайду. Бирақ ким Униңдин қорқуп, Униң ирадисигә әмәл қилса, Худа пәқәт шундақларнила тиңшайду. 32  Қедимдин бери бирәр кишиниң туғма қарғуниң көзини ачқанлиғини һечким аңлиған әмәс. 33  Әгәр у киши Худадин болмиғинида, һечнәрсә қилалмас еди»,— деди. 34  Буниңға улар: «Сән өзәң пүтүнләй гуна ичидә туғулған екәнсәну, әнди бизгә әқил үгәтмәкчимусән?»— дейишип, уни ибадәтханидинму қоғлап чиқиришти. 35  Әйса уларниң һелиқи адәмни қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни учритип: «Сән инсан Оғлиға ишинәмсән?»— дәп сориди. 36  У: «Тәхсир, униңға мән ишинишим үчүн, у ким?»— деди. 37  Әйса: «Сән уни көрдүң һәм у мана, сениң билән сөзлишиватиду»,— деди униңға. 38  Шу чағда ушбу киши: «Ишинимән, Һакимдарим»,— дедидә һәм Әйсаға тазим қилди. 39  Әйса сөзини давамлаштурди: «Мән қарғулар көрсун, көзи очуқлар қарғу болсун дәп, бу дунияға сотниң асаси яритилиши үчүн кәлдим». 40  Буни аңлап, униң йенидики пәрисийләр: «Бирақ биз қарғу әмәсқу?»— дейишти. 41  Әйса җававән: «Әгәр қарғу болғиниңларда, гунакар болматтиңлар, лекин силәр: “Көрүватимиз”, дегиниңлар үчүн, гунайиңлар силәрдә қалиду»,— деди.

Изаһәтләр