Йәрәмияниң жиғиси 2:1—22

א [Алеф] 2  Йәһва Өз ғәзивидә Сион қизиниң үстидә қара булуттәк есилип турди. Худа асмандин йәргә Исраилниң гөзәллигини ташлиди. У қәһри күнидә аяқлири туридиған җайини айимиди! ב [Бет]   Йәһва Яқупниң барчә маканлирини ич ағритмай йоқатти. Өз қәһридә Йәһуда қизиниң қорғанлирини бузуп ташлиди. Бәгләрни вә уларниң падишалиғини напак қилип, У пәскә жиқитти. ג [Гимел]   Аччиғиниң қайнишида У Исраил мүңгүзлирини сундурувәтти, дүшмән һуҗум қилғанда, уни қоғдимиди. Униң ғәзиви Яқуп зиминида һәммини көйдүридиған өрттәк ялқунлиди. ד [Далет]   Қаршилашқучидәк У оқ-ясини тартти, оң қолини униң үстидә созуп, қәдирликләрни қирди. У қәһрини оттәк Сион қизиниң чедириға яқти. ה [Хе]   Йәһва дүшмәнгә айлинип, Исраилни уҗуқтурди. У униң мустәһкәмләнгән мунарлирини, барлиқ қәлъәлирини бузуп, Йәһуда қизини қаттиқ жиғлатти. ו [Вав]   У Өз беғидики қашасини кәпидәк бузуп ташлиди. Байрам жиғилишлириниң орунлирини вәйран қилди. Йәһва Сионда өтүдиған мәйрәм билән шәнбиләрни унтулдурди. Җан аччиғида падиша билән роһанийни рәт қилди. ז [Зайин]   Йәһва Рәбб һәтта қурбангаһидин, муқәддәс өйидин жиркәнди вә уларни дүшмәнләрниң қолиға беривәтти. Шуңлашқа Йәһва маканида улар мәйрәм күнидәк ваң-чуң чиқарди. ט [Хет]   Йәһва Сион қизиниң сепилини бузушқа қарар қилди, У өлчәм ағамчисини тартти. Өз қоли билән һәммини бузди вә қәлъә темини қайғу-һәсрәткә чөмдүрди. ט [Тет]   Униң дәрвазилири топиға кирип кәтти. У уларни ғулитип, қулуплирини сундурди. Шуниң билән униң падишаси вә бәглири бутпәрәсләр арисида қалди. Әнди Қанунму, нәсиһәтму йоқ вә пәйғәмбәрлири Йәһвадин вәһийләрни алмайду. י [Йод] 10  Сионниң ақсақаллири йәрдә олтирип, еғизини ачмай, сүкүт сақлимақта. Улар башлириға топа сепип, қапқа кийинип олтириду. Йерусалимниң қизлири башлирини йәргә саңгилатти. כ [Каф] 11  Көзлирим тохтимай еқиватқан яшлардин һарди. Ичим дәрт-һәсрәттин тит-тит болмақта. Қәлбим қайнимақта, сәвәви, хәлқимниң қизи һалак болди, гөдәкләр вә бовақлар мәйданларда ачтин һошидин кетиватиду. ל [Ламед] 12  Балилар мәйданларда йетип, анилиридин: «Бизгә нан-чай бериңлар!»— дәп ялвуриватиду. Улар шәһәрниң кочилирида гоя җараһәтләнгәндәк, анилириниң қоллирида җан үзүватиду. מ [Мем] 13  Мән саңа немә дәй, Йерусалим қизи? Ким билән сени селиштурай? Кимгә сениң азаплириңни охшитай һәм ким саңа, Сионниң иппәтлик қизи, тәсәлли берәлисун? Сениң яраң деңиздәк йоған. Ким сени сақайталисун? נ [Нун] 14  Сениң пәйғәмбәрлириңниң вәһийлири ялған һәм қуруқ еди. Улар сениң гуналириңни ачматти, гәрчә бу сени әсирдин аман елип қалатти. Улар саңа өзлириниң алдамчи вә адаштуридиған гәплирини ейтатти. ס [Самех] 15  Йениңдин өткәнләр сени көрүп, ушқетип, башлирини чайқайду. Улар һәйран болушуп, Йерусалим қизиниң һалиға қарап: «Наһәтки ушбу шәһәрни гөзәлликниң әрши, пүткүл йәр-зиминниң шатлиғи дәтти?»— дәп, бешини лиңшитиду. פ [Пе] 16  Дүшмәнлириңниң барлиғи ағзини ечип, саңа чишлирини гучурлитип, мундақ дәйду: «Биз уни жутувәттуқ. Қанчилик биз бу күнни күткәндуқ! Мана, ахири у кәлди!» ע [Айин] 17  Йәһва нийитини орунлиди, қедимий заманда ейтқан сөзини әмәлгә ашурди. У сени айимай вәйран қилди вә дүшмәнлириңгә дәрдиңгә хошал болушқа йол бәрди. У қаршилашқучиларни күчкә толтуруп, мүңгүзлирини егиз көтәрди. צ [Цаде] 18  Сион қизи, турғунлири қәлби Йәһва Илаһиға налимақта. Тохтимай, кечә-күндүз көз яш қил, өзәңгә тинич бәрмә. Көзүңниң қаричуғи әршкә қарисун! ק [Коф] 19  Түнләрдә туруп, жиғлап, Йәһваниң алдида жүригиңни судәк төк! Униңға қоллириңни созуп, балилириңниң барлиқ дохмушларда, ачтин өлүватқанларниң, җени һәққидә илтиҗа қил! ר [Реш] 20  Йәһва, қарап баққина, Өзәңниң хәлқи билән қандақ җиддий муамилә қиливатисән! Аялларға өзлириниң туғуп өстүргән балилирини йейишкә боламду? Роһанийлар билән пәйғәмбәрләрни Йәһваниң ибадәтханисида өлтүрүшкә боламду? ש [Шин] 21  Мәйданларда вә кочиларда қерилар билән гөдәкләр өлүп ятиду. Қизлар билән жигитләр қиличниң қурвини болди. Сән уларни ғәзивиң күнидә ич ағритмай, һалак қилдиң. ת [Тав] 22  Сән һәммә тәрәптин әң шиддәтлик дәһшәтләрни мәйрәмгә тәклип қилғандәк жиғдиң. Йәһваниң қәһри күнидә аман қалған һәм қутулған һечким болмиди. Әнди кимни мән қолумға елип, көтирип тәрбийиләймән, чүнки дүшминим уларниң барлиғини қиривәтти?!

Изаһәтләр