Йәрәмияниң жиғиси 5:1—22

5  Йәһва, биз билән немә болуватқиниға қариғина, бизниң шәрмәндичилигимизни көргинә.   Мирасимиз ятларға өтти, өй-маканлиримиз — чәтәлликләргә.   Биз житимсирап кәттуқ, атимиз йоқ, анилиримиз тул қелишти.   Өз сүйимизни күмүчкә сетивалимиз, отунимиз үчүнму пул төләймиз.   Тәқиплигүчилиримиз гәдинимиздин иштирип, нәпәс елишқа имкан бәрмәйду.   Биз қоллиримизни Мисир билән Ассурға, улар бизни нан билән тойдуруши үчүн, созуватимиз.   Гуна өткүзгән атилиримиз йоқ, амма биз уларниң әйиви үчүн җаза тартиватимиз.   Үстимиздин қуллиримиз һөкүмранлиқ қилмақта вә уларниң қолидин азат қилидиған һечкимимиз йоқ.   Ненимизни хәтәрлик астида аран тепиватимиз, чүнки чөл-баявандин қилич қорқатмақта. 10  Теримиз отта көйгәндәк қарийип кәтти, чүнки ачарчилиқ тәптидин азапландуқ. 11  Бизниң аяллиримизға Сионда зорлуқ қилинди, шундақла қисмәткә Йәһуда шәһәрлиридики қизлиримиз дучар болди. 12  Бәгләрни қоллиридин бағлап, есивәтти, ақсақаллиримизни һөрмәтлимиди. 13  Жигитлиримиз қол ярғунчақларда әмгәк қиливатиду, өсмүрләр отунларни тошуп, еғирлиғидин жиқиливатиду. 14  Қерилар дәрвазилар қешида башқа олтармайду, яшлар әнди сазларни чалмайду. 15  Хошаллиқ қәлбимизни ташлап кәтти, уссуллиримиз жиғиға алмашти. 16  Бешимиздин таҗимиз чүшти... Гунакарлиғимиздин һалимизға вай! 17  Мана, немишкә жүригимиз ағрийду һәм көзлиримизниң гөһири кәтти. 18  Сәвәви, Сион теғи чөлдәрәп кәтти вә қәт түлкиләр униңда жүрмәктә. 19  Лекин Сән, Йәһва, мәңгү яшайсән вә Сениң тәхтиң әбәдий-әбәт моҗут туриду. 20  Шуңлашқа, немә үчүн Сән бизни узақ вақитқа қалдурисән, бизни бақий унтуйсән? 21  Йәһва Тәңримиз, бизни Өзәңгә қаратқина, шуңа биз тез қайтимиз! Қедимий заманлардәк күнлиримизни йеңилатқина. 22  Амма Сән бизни пүтүнләй рәт қилдиң, қаттиқ ғәзивиңдин зади қайтмайватисән.

Изаһәтләр