Йәрәмия 1:1—19
1 Хилқияниң оғли Йәрәмияниң сөзлири. Уму Бениамин йеридики Анатот шәһиридики роһанийларниң бири.
2 Униңға Йәһуданиң падишаси, Амонниң оғли Йошия вақтида, униң һөкүмранлиқ қилған дәвриниң 13-жилида Йәһва Худаниң сөзи болди.
3 У шундақла униң билән Йәһуда падишаси, Йошияниң оғли Йәһоякимниң күнлиридә вә кейинирәк Йәһуданиң падишаси, Йошияниң оғли Зидқияниң һөкүмранлиғиниң ахириғичә сөзлиди. Бу Йерусалим бәшинчи айда қолға елинмиғичә һәм униң турғунлири әсиргә чүшмигичә йүз бәрди.
4 Маңа Йәһва мундақ деди:
5 «Мән сени техи анаңниң қосиғида төрәлмигичә
билгән едим. Мән сени муқәддәсләп,
туғулушиңғичә хәлиқләр үчүн
пәйғәмбәр қилип, бәлгүлигән едим».
6 Бирақ мән: «Илаһий Пәрвәрдигар Йәһва!
Мән, мана, сөзләшни билмәймән,
чүнки мән бәк яш!»— дедим.
7 Йәһва җававән: «Мән бәк яш,— демә.
“Чүнки кимгә сени әвәтсәм, шуларға барисән
вә немини ейтишни буйрисам, шуни ейтисән.
8 Улардин қорқма, сәвәви, Мән сениң биләндур
һәм сени қутулдуримән!”»— дәйду Йәһва Өзи.
9 Андин кейин Йәһва қолини созуп, еғизлиримгә тәгди һәм маңа Йәһва мундақ деди: «Қара, мана Мән сөзлиримни ағзиңға селип бәрдим.
10 Бүгүн Мән сени йилтизидин қомуруш һәм вәйран қилиш, қириш һәм һалак қилиш, шундақла бәрпа қилиш һәм териш үчүн, хәлиқләр һәм дөләтләр үстидин қойдум».
11 Андин Йәһва мениңдин: «Йәрәмия, немә көрүватисән?»— дәп сориди. Мән җававән: «Бадам дәриғиниң шехини көрүватимән»,— дедим.
12 Йәһва шу чағда: «Тоғра, чүнки сән көрүватқиниң Мән сөзлиримниң чоқум орунлиниши үчүн зерәк турғинимни билдүриду»,— деди.
13 Йәһва мәндин йәнә бир қетим: «Немә көрүватисән?»— дәп сориди. Мән: «Қайнаватқан қазанни көрүватимән вә у шималдин җәнупқа қарита қийсалған»,— дәп җавап қайтурдим.
14 Шу чағда Йәһва маңа:
«Шималдин ушбу зиминниң турғунлири
үчүн балаю-апәт келиду.
15 “Чүнки Мән шималий шаһлиқларниң
барчә қәбилилирини чақириватимән
һәм улар барлиғи келиду,— дәйду Йәһва.—
Һәрбир шаһ өз тәхтини Йерусалимниң
дәрвазилири қешида қойиду, униң
сепиллириниң әтрапида вә Йәһудия
шәһәрлири барлиғиниң қешида.
16 Мән уларниң һәммә вәһший ишлири
үчүн сот қарарлиримни елан қилимән,
чүнки улар Мени ташлап, башқа илаһларға
қурбанлиқларни әкелип, қоллири ясиған
нәрсиләргә ибадәт қиливатиду”.
17 Сән болсаң, белиңни мәккәм бағлап тур.
Уларға Мән саңа әмир қилған нәрсиләрни
берип ейт. Улардин зади қорқма!
Болмиса, Мән сени уларниң алдида
дәһшәткә кәлтүрүп, жиқитимән.
18 Сәвәви, Мән сени бүгүн мустәһкәм шәһәр,
төмүр мунар һәм мис сепил қилип тиклидим.
Буниң һәммисини мошу зиминға қарши,
Йәһудия падишалириға һәм бәглиригә,
роһанийлириға һәм мәзкүр йәрниң пүткүл
хәлқигә қарши туралишиң үчүн қилдим.
19 Улар сениң билән күрәш қилиду, амма сени
йеңәлмәйду, чүнки: “Мән сениң биләндур
һәм Мән Өзәм сени қутқузимән”»,— дәп
әскәртти Йәһва Пәрвәрдигар.