Йәрәмия 10:1—25

10  Исраил, Йәһва саңа ейтиватқан сөзни тиңшап көр.  Йәһва мундақ дәйду: «Бутпәрәсләрниң йоллириға үгәнмәңлар һәм асман карамәтлиридин қорқмаңлар, гәрчә улар башқа хәлиқләрни чоқум дәһшәткә кәлтүрсиму.   Чүнки хәлиқләр худалири карға яримайду. Улар болса — орманда чепилған дәрәқтур һәм кәсипкарниң қоли уни әсвап арқилиқ ишләп ясиған.   Бутни у күмүч һәм алтун билән безәп, болқиси билән у жиқилип чүшмәслиги үчүн, уни миқлап турғузиду.   Һәйкәлдәк туруп, бут сөзлимәйду вә уни көтирип маңиду, сәвәви у маңалмайду. Улардин зади қорқмаңлар, чүнки улар зиян әкеләлмәйду вә яхшилиқниму улар қилалмайду».   Саңа охшайдиған һечким йоқ, Йәһва! Сән улуқ һәм Сениң исмиң улуқвар һәм қудрәтлик.   Ким Сениңдин, хәлиқләр Падишаси, қорқмайду? Чүнки пәқәт Сән әйминишкә лайиқтур! Барчә хәлиқләрниң данишмәнлири һәм пүткүл шаһлиқлар арисида Саңа қияс қилидиған һечким йоқтур!   Уларниң барлиғи бемәна һәм надан, чүнки яғачтин болған нәсиһәтләр қуруқтин-қуруқтур вә пайдисиз.   Таршиштин қәләйләргә бөлүнгән күмүчни әкелиду, Уфаздин алтунни йәткүзиду. Булар кәсипкар һәм устилар қолидин чиққан буюмлар. Бут кийимлири көк һәм сөсүн рәхттин, улар — маһир кишиләрниң яратмилири. 10  Бирақ Йәһва Худа һәқиқәтән Яратқучи. У — тирик Худа һәм мәңгүлүкниң Падишаси! Униң ғәзивидин йәр титрәйду вә бирму хәлиқ Униң һөкүмидин пут тирәп туралмайду. 11  Мана немини силәр уларға ейтишиңлар керәк: «Йәр билән асманни яратмиған худалар йәрдин һәм әрш астидин йоқ болиду!» 12  У Өз қудрити билән йәр-зиминни яритип, Уни Өз даналиғи билән тәстиқлиди вә Өзәқли билән асманларни яйди.  13  Униң авази бойичә пәзада мол сулар шақирайду, У булутларни йәр қирлиридин көтириду. У ямғурниң ичидә чақмақлар бәрпа қилип, Өз амбарлиридин шамални чиқириду. 14  Һәрқандақ киши өз билимидин сараң болуп, һәрқандақ һәйкәл ясиғучи абройини төкиду. Чүнки уларниң еритма һәйкәллири — ялғанчилиқ һәм уларда роһ болмайду. 15  Улар пайдисиз ойдурма, мәсхиричилиқ. Зиярәт күни кәлгәндә, улар йоқайду. 16  Яқупниң Тәңри улардәк әмәс, чүнки У — һәмминиң Иҗаткаридур. Исраил — Униң мирас мүлки һәм калтиги. Униң исми — Йәһва қошуңлар Сәрдари! 17  Йериңдин өз затлириңни жиғ, Сион қизи. сән қоршавда олтириватқан аялсән. 18  Чүнки Йәһва мундақ дәйду: «Бу қетим Мән бу йәрдин турғунларни салғудин таш атқандәк, атимән вә уларни тутувелиши үчүн, қистаңчилиқ йәргә қоғлаймән». 19  Һалимға вай, чүнки мән өлүватимән! Җараһәтлиримни сақайтиш мүмкин әмәс. Мән өзәмгә: «Раст, бу мениң дәрдим һәм мән униңға чидишим керәк. 20  Мениң чедирим вәйран қилинди һәм униң арқанлириниң барлиғи үзүлди. Балилирим мениңдин кәтти, улар йоқ. Чедиримни яйидиған вә кәпилиримни қойидиған әнди һечким йоқ. 21  Падичилирим әқлидин кәткәнлигидин вә Йәһва Рәббкә мураҗиәт қилмиғанлиғидин, улар муваппәқийәтсиз болуп, бар падилири тарап кәтти». 22  Тиңшаңлара! Мана хәвәр! Шимал йеридин зор ваң-чуң аңлиниватиду. Дүшмән Йәһудияниң шәһәр-кәнтлирини чөлдәритип, чил бөриләрниң маканиға айландурушқа келиватиду. 23  Билимән, Йәһва Худа, адәм балисиниң йоли униң ирадисидә әмәс. Маңғучи өз қәдәмлиригә йөнилиш берәлмәйду. 24  Йәһва, мени җазалиғин, бирақ адаләтликтә. өтүнимән, ғәзивиңдә әмәс, чүнки мән аҗизлишип кетимән. 25  Өзәңниң қәһриңни Сени билмәйдиған хәлиқләргә төккин. Улар Сениң исмиңни чақирмайду. Шундақ қәбилиләрни җазала, чүнки улар Яқупни жутувәтти. Уни йәп, ғаҗилап, униң маканини гумран қилди.

Изаһәтләр