Йәрәмия 11:1—23

11  Мана, қандақ гәпни Йәһва Илаһ Йәрәмия пәйғәмбәргә қилди:  «Ушбу келишимниң сөзлирини тиңшаңлар! Уларни сән Йәһудия турғунлириға вә Йерусалимниң пухралириға ейт.  Уларға мундақ дегин: “Исраилниң Тәңри Йәһва мундақ дәйду: “Мәзкүр келишимниң сөзлиригә беқинмиған киши ләнәткә учрайду.  Уни Мән атилириңларға уларни Мисир йеридин, өрт пәчтин, ачиққанда бәргән едим. Шу ваққита Мән уларға: “Авазимни аңлап, Мән силәргә буйриған һәммә әмирлиримни орунлисаңлар, силәр Мениң хәлқим болисиләр һәм Мән силәрниң Худайиңлар болумән.  Шу чағда Мән әҗдатлириңларға қәсәм ичип, вәдә бәргән — сүт билән һәсәл ақидиған зиминни беримән дәп. Өзәңлар көрүватқандәк, Мән буни орунлидим”». Мән җававән: «Йәһва, амин!»— дедим.  Андин Йәһва маңа: «Ушбу барлиқ сөзләрни Йәһуданиң шәһәрлиридә һәм Йерусалимниң кочилирида җакала: “Мошу келишимниң сөзлирини қулаққа қисип, уларни чоқум орунлаңлар.  Чүнки Мән силәрниң атилириңларни Мисирдин ачиққан түндин башлап ахирғичә тохтимай агаһландурған едим. Мән қайта-қайта уларға: “Мени тиңшаңлар!”,— дәп әскәрттим.  Лекин улар қулақ салмай, Мениң сөзлиримгә диққәт бөлмәтти. Һәрқайси һелигәр жүригиниң тәрсалиғи бойичә яшиди, шуңа Мән мошу келишимдә әскәртилгән җазаларни әвәттим, чүнки улар келишимни әмәлгә ашурушни халимиди”».  Андин Йәһва маңа мундақ деди: «Йәһудияниң хәлқи һәм Йерусалимниң турғунлири Маңа қарши иғва қурупту. 10  Улар қайтидин атилириниң беқанунлиғиға қайтип, улардәк ят худаларниң кәйнидин әгишип, уларға хизмәт қиливатиду. Исраилниң һәм Йәһуданиң өйлири Мән әҗдатлири билән тәстиқлигән келишимимни дәпсәндә қиливатиду. 11  Шуңлашқа Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Мән уларға шундақ бир балаю-апәтни кәлтүримәнки, униңдин улар қечип қутулалмайду. Улар Мени ярдәмгә чақириду, амма Мән уларни аңлимаймән. 12  Шу чағда Йәһудияниң һәм Йерусалимниң аһалиси қурбанлиқларни тәғдим қилған илаһлириға бариду вә улардин ярдәм сорайду, бирақ улар һечбир ярдәм қилалмайду. 13  Сәвәви, сәндә, Йәһудия, қанчә шәһәрлириң болса, шунчә бутлириң бар вә Йерусалимда қанчә коча болса, силәр карға яримайдиған Баалға шунчә қурбан супилирини ясап, иза тартмай қурбанлиқларни әкәлдиңлар”. 14  Сән болсаң, мошу хәлиқ үчүн дуа қилма. Жиғлима вә улар үчүн кәчүрүм сорима, чүнки Мән сени тиңшимаймән. Уларму Маңа азаплири сәвәвидин илтиҗа қилғанда, Мән уларни аңлимаймән! 15  Сөйүмлүгим, қандақларчә сән Мениң өйүмгә келисән? Мана, сениң нурғунлиған оғуллириң өзиниң яман нийәтлирини әмәлгә ашуриватиду! Сени апәт вақтида әкәлгән муқәддәс гөшлириң ниҗат килаламду? Ушбу дәһшәт вақтида сән шатлиналамсән? 16  Бир заманда Йәһва сени чирайлиқ һәм көкәргән зәйтун билән селиштурған, әҗайип мевиләрни беридиған зәйтун дәриғи дәп атиған. Әнди болса, У зор тарақ-туруқ билән өп-чөрәңгә от қоюп, шахлириңни сундуриду. 17  Йәһудия, сени олтарғузған Йәһва Сәрдар саңа яманлиқ тилиди. У Исраил өйи билән сән, Йәһуда өйи, Мени хапа қилип, Баалға қурбанлиқларни сунғиниң үчүн буни қилиду». 18  Сән, Йәһва, маңа немә болуватқинини билдүрдиң, шуңдақла уларниң яман паалийәтлирини һәм көрсәттиң. 19  Мән боғузлашқа йетиләп меңилған жугач қозиға охшаттим. Мән шуни билмәттимки, қандақ улар маңа қарши қәстликни ойлаватиду: «Дәрәқни мевилири билән биллә йоқитайли, Униң әнди исмиму ядқа елинмаслиғи үчүн, Тирикләр йеридин жулуп ташлайли!» 20  Амма-лекин әскәрләр Пәрвәрдигари Йәһва һәққаний сотлайду. У чоңқур ойларни һәм қәлбни тәкшүрәйду. Маңа улардин қандақ өч алидиғиниңни көрсәткинә, чүнки мән Саңа өз сот ишимни тапшурдим. 21  Шуңлашқа Йәһва Анатотниң турғунлири тоғрилиқ мундақ дәйду. Улар сениң җениңни издәп , саңа мундақ тәләп қоюватиду: «Йәһваниң исмидин бәшарәтлик қилма, болмиса, бизниң қолимиздин өлисән!»— 22  Шуңа Йәһва Сәрдар мундақ дәйду: «Мана, Мән уларни қарап чиқимән. Уларниң җигитлири қиличқа тутулиду, оғул-қизлири ачарчилиқтин өлиду. 23  Улардин һечким қалмайду, чүнки Мән Анатотниң пухралирини җавапқа тартидиған жили уларға балаю-апәт әвәтимән».

Изаһәтләр