Йәрәмия 12:1—17
12 Аһ, Йәһва! Мән Саңа шикайитимни ейтқанда,
Сениң билән адаләтлик тоғрилиқ сөзләшкәндә,
шуни билимәнки: Сән һәққанийдур.
Бирақ немишкә яманлиқ қилидиғанларниң
йоли утуқлуқ? Вә садиқсиз кишиләр
өмридә аман-есән яшайду?
2 Сән уларни олтарғуздиң вә улар йилтиз тартип,
өсти һәм мевилирини әкәлди.
Уларниң еғизида Сән, амма уларниң
жүрәклири Сениңдин жирақтур!
3 Сән мени, Йәһва, яхши билисән
һәм мени көрүп, қәлбимни синайсән,
Сениң билән екәнлигимни билисән.
Уларни қойларни союшқа айриғандәк,
бөлүвәткин вә өлүм күнигә тәйярлиғин.
4 Қанчә узақ вақит йәр налә қилиду вә
етизлиридики өсүмлүкләр қуриду?
Инсанларниң нуқсанлири түпәйлидин
һайванат билән кушлар йоқиди.
Чүнки улар: «У биз билән немә
болудиғинини билмәйду»,— дәтти.
5 «Әгәр сән йолда жүгригәнләр билән жүгрәп,
һерип қалған болсаң, у чағда атлар билән
қандақму тәң болалайсән?
Әгәр течлиқ йәрдә сән өзәңни бехәтәр
һис қилмисаң, Йордан бойидики қелин
чатқаллиқта қандақ болалайсән?
6 Чүнки сени қериндашлириң, һәтта атаңниң
өйидикиләр сетиватиду вә улар садиқсиз.
Улар саңа қаттиқ вақирап:
“Йетиду!”— дәватиду.
Һәтта улар саңа яхши сөзлисиму,
уларға һәргиз ишәнмә».
7 «Мән өйүмни ташлидим, Өз несивимни қалдурдим.
Мән назук сөйгән сөйүмлүгүмни
дүшмәнләр қолиға қойдум.
8 Маңа мәнсүп болған у, җаңгалдики ширға
қияс болди. У Маңа һөкүримәктә,
шуңлашқа Мән уни өч көрүп кәттим.
9 Мана, Мениң мирасим жиртқуч куштәк болди,
уни башқа жиртқуч қушлар чөрәдәп,
һуҗум қилип чоқуватиду.
Келиңлар, барлиқ дала һайванлири, йәңлар!
10 Көплигән падичилар Мениң үзүмзарлиғимни
вәйран қилди, улар өлчүк йеримни чәйләвәтти.
Мениң қәдирлик зиминимни
қуруқ баяванға айландурди.
11 У чөлгә охшап, алдимда жиғлаватиду.
Чөлдәрәп йетип, барчә йәр харап болди,
лекин һечким сөзлиримни көңлигә пүкмәйду.
12 Чөл тағлиримға қатиллар кәлди.
Йәһваниң қиличи йәрни бир четидин йәнә
бир четигичә қириватиду.
Һечбир җанға течлиқ йоқ.
13 Улар буғдайни тәрсиму, тикәнләрни жиғди.
Еғир әмгәк қилсиму, пайдиси йоқ, чүнки
уларға Йәһваниң ғәзиви лавулдап, әмгиги
һосул бәрмәй, шәрмәндә болиду».
14 Йәһва мундақ дәйду: «Барлиқ вәһши хошниларни, Мән хәлқим Исраилға бәргән мирасимға тәккәнләрни, Мән йилтизи билән уларниң йеридин қомуруп ташлаймән, һә, Йәһуданиң өйини уларниң арисидин жулуп чиқимән.
15 Уларни жулуп чиққандин кейин яңливаштин рәһим-шәпқәт көрситип, һәр қайсини өз йеридики мирас җайиға қайтуримән».
16 «Әгәр мәзкүр хәлиқләр Мениң хәлқимниң йоллириға үгәнсә вә Мениң исмим билән қәсәм ичип: “Тирик Худа Йәһва билән қәсәм қилимән!”— десә, бир вақитларда улар Мениң хәлқимни Баалниң исми билән қәсәм ичишни үгәткән еди, улар хәлқим арисида макан тапиду.
17 Әгәр қандақту-бир хәлиқ итаәт қилмиса, Мән бу бутпәрәсләрни йилтизи билән қомуруп, уҗуқтуримән!»— дәйду Йәһва.