Йәрәмия 13:1—27

13  Йәһва Худа маңа мундақ деди: «Берип, өзәңгә зиғир бәлбағ сетивалғин. Уни белиңгә бағла, бирақ суға салма».  Йәһва маңа буйриғандәк, бәлбағ сетивелип, униң билән белимни бағлидим.  Андин Йәһва маңа йәнә гәп қилди:  «Сетивалған сениңдики бәлбағни елип, Фират дәриясиға берип, уни ғарташниң йочуғиға тиқип қой».  Мән берип, Йәһва маңа буйруғандәк, Фиратниң қешида уни тиқип қойдум.  Хелә күнләр өткәндин кейин Йәһва маңа: «Тур, Фиратқа берип, Мән саңа йошуруп қой, дегән бәлбағни елип кәл»,— деди.  Мән Фират дәриясиға берип, тиқип қойған бәлбағни таптим. Мән шуни көрдүм, бәлбағ чирип, һечнемигә ярамсиз бопту.  Шу вақитта Йәһваниң сөзи болди:  «Йәһва мундақ дәйду: “Дәл мошундақ қилип, Мән Йәһудияниң тәккәбурлиғини һәм Йерусалимниң һәддидин ешип кәткән ғурурини йоқитимән. 10  Бу яман хәлиқ Мениң сөзлиримгә қулақ салмай, өз жүригиниң тәрсалиғи бойичә яшап, башқа худаларниң кәйнидин әгишип, уларға ибадәт қилғач, хизмәт атқуруватиду. Шуңлашқа улар ушбу һечбир карға яримайдиған бәлбағдәк болиду”. 11  “Чүнки бәлбағ адәм балисиниң белигә қанчилик йеқин ятиду, Мәнму Өзәмгә Исраилниң пүткүл өйини һәм Йәһуданиң пүтүнләй хәлқини йеқинлаштуруп,— дәйду Йәһва,— улар Мениң исмимға мәдһийә, гөзәллик, шөһрәт һәм зебу-зенәт вә Мениң хәлқим болуши үчүндур. Лекин улар Маңа беқинмас болди”. 12  Уларға йәнә монуни дегин: “Исраилниң Тәңри Йәһва мундақ дәйду: “Һәрқандақ йоған комзәкни шарап билән толтуриду”. Улар саңа җававән: “Биз һәрқандақ комзәк шарап билән толтуридиғанлиғини билмәптуқму?”— дәйду. 13  Сән болсаң уларға мундақ дегин: “Йәһва мону сөзләрни ейтти: “Мана, Мән мәзкүр зиминниң барлиқ турғунлирини һәм Давутниң тәхтидә олтарған падишаларни, роһанийларни, пәйғәмбәрләрни һәм Йерусалимниң барлиқ аһалисини шарапқа тойдуруп, мәс қилимән. 14  Мән уларни бир-биригә уруп чеқиветимән, атилирини һәм пәрзәнтлирини биллә,— дәйду Йәһва.— Мән уларға ич ағритмаймән, айимаймән вә шәпқәт көрсәтмәймән. Мән уларни һалақ қилимән вә һечким Мени тохтатмайду”. 15  Аңлаңлар һәм диққәт бөлүңлар! Мәғрур һәм чоңчи болмаңлар, чүнки Йәһва Өзи сөзләватиду. 16  Худайиңлар Йәһваға шан-шәрәп билдүриңлар. У техи қараңғулуқни кәлтүрмигәндә вә аяқлириңлар тағларда путлашмиғанда, Уни тиңшаңлар. Силәр йоруқни күтисиләр, амма У уни өлүм көләңгисигә айландуруп, нурни қоюқ зулмәткә қияслайду. 17  Әгәр силәр буниңға қулақ салмисаңлар, Мән йошурун һакавурлуғиңларға жиғлаймән. Мән көп жиғлап, көзүмдин аччиқ яшлар дәриядәк ақиду, чүнки Йәһваниң падиси тутқунға әкетилиду. 18  Падиша һәм аниси-мәликигә мундақ дә: “Тәхттин чүшүп, йәргә олтириңлар, сәвәви, башлириңлардин әҗайип таҗ елинди”. 19  Җәнуптики шәһәрләр қоршавда вә һечким уларни ечип бәрмәйду. Әсиргә Йәһуданиң бари әкетилди, уни пүтүнләй тутқунға алди. 20  Көзлириңни көтирип, қарап бақ: шималдин дүшмән келиватиду. Қени саңа тапшурулған пада? Қени сениң әҗайип яхши қойлириң? 21  Немә дәйсән, Сион қизи, қачан У сени улар билән җазалиғанда? Сән өзәң баштин башлап, әшу достлириңни үстүңдин башчи қилип үгәтмидиңму? Шу вақитта сени туғуттики аялниң толғақ-азаплири тутмамду? 22  Сән өзәңни шу чағда сорайсән: “Немә үчүн мениң билән бу иш йүз бәрди?” Қанунсизлиғиңниң көплигидин етигиңни көтирип, тапанлириңни яра қиливәтти. 23  Ефиоп өз тениниң рәңгини вә барс терисиниң түрини өзгәртәләмду? Шундақ болса, силәр, яманлиқ қилишни үгәнгәнләр, асанла яхшилиқ қилалаттиңлар. 24  Демәк, Мән уларни чөлниң шамили саманни әкәткәндәк, учартиветимән. 25  Мана сениң несивиң, Мәндин бөлүнгән қисмитиң,— дәйду Йәһва,— сәвәви, сән Мени унтуп, ялған нәрсиләргә ишәнгиниң үчүн. 26  Шуниң үчүн Мән көйнигиңниң етигини үзүңгә япимән һәм сениң шәрмәндилик әвритиң ечилиду. 27  Һәммиси сениң вапасизлиғиңни һәм паһишиваз күлкилириңни, сениң жиркиничлик ишиңни көриду. Мәнму сениң дөңләрдики вә етизлардики ушбу сәскинидиған қилиқлириңни көрдүм. Һалиңға вай, Йерусалимниң қизи! Сән йәнә қанчә заман напак болисән?»

Изаһәтләр