Йәрәмия 17:1—27
17 «Йәһуданиң гунайи төмүр пичақ билән йезилди.
У алмас бегиз билән қәлблириниң қатлириға,
қурбангаһлириниң мүңгүзлирида сизилди.
2 Һәтта уларниң оғуллириму мәзкүр қурбангаһлар
һәм хасийәтлик түврүклирини есида мәккәм
сақлиди. Улар егиз дөңләрдә йоған
дәрәқләрниң қешилирида болатти.
3 Етизлар арисидики тағларда турған сениң
байлиқлириңни, ғәзнилириңни дүшмәнлириңгә
олҗиға бериветимән. Сениң тағлардики
бутханилириңни қиливатқан қанунсизлиғиң
үчүн булаң-тараҗға тапшуримән.
4 Өзәңниң әйивиңдин сән Мән һәдийә қилған
мирастин мәһрум болисән.
Сени қувлуғин үчүн дүшмәнлириңниң
йеригә әвәтип, шуларға әмгәк қилишқа
мәҗбурлаймән. Чүнки сән Мениң ғәзивимни
оттәк яндурдиң вә у әсирләр өчмәйду».
5 Йәһва Илаһ мундақ дәйду: «Инсанларға
ишәнгән вә инсан күчигә таянған
адәм ләнәт астида болиду, чүнки униң
жүриги Йәһвадин бурулуп кәтти.
6 У чөл-баяванда ялғуз өскән дәрәқкә охшап,
яхшилиқ кәлгәнлигини көрмәйду.
У қақас, макансиз җайларда яшап,
тузлуқ диярда истиқамәт қилиду.
7 Әксичә, Йәһваға ишәнгән адәм вә Йәһвани
таянчи қилған киши бәхитликтур!
8 У суниң қешида өскән дәрәқкә охшайду,
у ериққа йилтизлирини тартиду.
У аптап пәсли кәлгәндә, уни һис қилмайду,
униң йопурмақлири дайим йешил вә
қурғақчилиқ жилидин у қорқмайду.
Бу дәрәқ мевә әкелишни тохтатмайду.
9 Жүрәктин алдамчи һәм қув һечнәрсә йоқ, у
һәммә нәрсигә иштириду. Ким уни биләләйду?
10 Мән, Йәһва, жүрәкни тәкшүрәп, әң йошурулған,
әң чоңқур ой-нийәтләрни билимән.
Шуңлашқа һәрқайсиңларға йоллириңлар бойичә,
иш-пааллириңлар мевилиригә
бенаән баһа беримән.
11 Ким байлиғини диянәтсиз йол билән
топлиған болса, тухум чиқармай, уларда
олтарған кәкликкә охшайду. Һаятиниң
йеримида у мал-мүлкидин айрилип,
ахирида ахмақ болуп қалиду».
12 Шан-шәрәплик, әлмисақтин йүксәк тәхт —
бу бизниң муқәддәс җайимиздур.
13 Йәһва — Исраилниң үмүти, Сени қалдурған
һәммиси шәрмәндә болушиду.
Сени рәт қилғанларниң исимлири йәр
тописида йезилиду, чүнки улар тирик
суниң мәнбәси — Йәһвадин чәтнигәнләр
14 Мени, Йәһвайим, давалиғина... һәм мән
сақийимән, мени қутқузғина һәм мән
ниҗат тапимән, сәвәви, Сени мәдһийиләймән.
15 Мана, улар маңа: «Қени Йәһваниң сөзи?
У әмәлгә ашсун!»— дәйду.
16 Мән болсам, Сениң ирадәң бойичә падичи
болуштин баш тартмидим вә кәйниңдин
меңип, апәт күнини халимидим.
Сән буниң һәммисини билисән, еғизимдин
чиққан сөзлирим йүзүң алдида болмақта.
17 Маңа дәһшәт кәлтүрмигинә, чүнки балаю-апәт
күнидә Сән мениң панагаһимдур.
18 Тәқиплигүчилириң шәрмәндидә қалсун, һә,
мән болсам, иза тартмай. Уларни дәһшәт
чирмавалсун, мән болсам, қорқунучтин қутулай.
Уларға дәрт күнини әвәткин вә
уларни пүтүнләй йоқ қилғин.
19 Йәһва Пәрвәрдигар маңа монуни буйриди: «Бар вә хәлиқниң дәрвазилирида тур. У дәрвазилар арқилиқ Йәһуданиң падишалири кирип-чиқишиду. Шундақла Йерусалимниң башқиму дәрвазилири йенида тур.
20 Уларға мундақ дегин: “Ушбу дәрвазилар арқилиқ киридиған Йәһуданиң падишалири, Йәһуданиң бар хәлқи вә Йерусалимниң турғунлири, Йәһваниң сөзигә қулақ селиңлар!
21 Йәһва мундақ дәйду: “Җанлириңларни аяңлар, шәнбә күнлиридә һечқандақ жүкни көтәрмәңлар һәм Йерусалим дәрвазилиридин уларни әкирмәңлар.
22 Шәнбидә өйлириңлардин һечқандақ жүкни ачиқмаңлар вә һечбир ишни атқурмаңлар. Мән силәрниң әҗдатлириңларға әмир қилғандәк, шәнбиләрни муқәддәс санаңлар.
23 Бирақ атилириңлар Мениң гепимгә диққәт бөлмиди вә улар тәтүрлик билән гәдинини қаттиқ тутуп, нәсиһитимни тиңшимиди”.
24 “Лекин, әгәр силәр һәммидә Маңа беқинсаңлар,— дәйду Йәһва,— һечбир жүкни шәһәрниң дәрвазилири арқилиқ шәнбидә тошумисаңлар һәм шәнбә күнини муқәддәс санисаңлар вә ушбу күндә һечқандақ иш қилмисаңлар,
25 у вақитта шәһәрниң дәрвазилири арқилиқ җәң һарвулирида вә атларда олтарған Давутниң тәхтидики падишалар кириду. Шундақла уларниң бәглири, Йәһудияниң хәлқи һәм Йерусалимниң турғунлири кирип, мәзкүр шәһәр дайим аһалилиқ болиду.
26 Йәһудияниң шәһәрлиридин, Йерусалимниң әтрапилиридин, Бениамин йеридин, вадидин, тағлардин вә җәнуптин Йәһваниң ибадәтханисиға адәмләр көйдүрмиләр, қурбанлиқлар, нан һәдийәлири, хушпурақ һәм шүкүр қурбанлиқлар билән келишиду.
27 Бирақ, әгәр силәр Маңа бойсунмисаңлар вә шәнбини муқәддәс көрмисәңлар, әгәр жүкләрни елип, уларни шәнбә күни Иерусалимниң дәрвазилиридин киргүзсәңлар, у чағда Мән униң дәрвазилирини көйдүрүветимән вә өрт Йерусалимниң мустәһкәмләнгән сарай-мунарлирини көйдүрүп ташлайду һәм һечким уни өчүрәлмәйду”».